террорлуққа қарши һәрикәтләрдә зор илгириләш һасил қилинди

йеқинқи бир һәптидә мәмликәт ичиидә елип берилған бихәтәрликни қоғдаш һәрикәтлиридә йәттә нәпәр "аталмиш" йуқири дәриҗилик террористни өз ичигә алған 22 террорист бир тәрәп қилинди.

994292
террорлуққа қарши һәрикәтләрдә зор илгириләш һасил қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ички ишлар министирлиқи мәмликәт ичидә елип берилған бихәтәрликни қоғдаш һәрикәтлири тоғрисида байанат елан қилди. байанатта, 11-18-ийун күнлири арисида 2 миң 43 һәрикәтниң елип берилғанлиқи қәйт қилинди.

байанатта, бир тәрәп қилинғанлар арисида күлрәң категорийәгә киргүзүлгән тамазан йасугәв, әркан орду, әртан әрол, вәли ташкиран, әркан кафкар, айат маһмут вә фатиһ киртай қатарлиқ "аталмиш" террорст каттибашлириниң барлиқи билдүрүлди.

байанатта, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к билән четишлиқ 134, фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати параллел дөләт қурулмисиға четишлиқ 119, даешқа четишлиқ 61 вә ашқун сол гуруппиларға четишлиқ икәнлики ениқланған 12 кишиниң бихәтәрлик һәрикити даирәсидә қолға елинғанлиқи әскәртилди.

байанатниң ахирида, террорлуқ тәшкилатиниң тәшвиқатини қилған вә нәпрәт өчмәнликини мәзмун қилған 1422 иҗтимаий таратқу адреси назарәт астиға елинған вә 251 кишиниң қануний җавабкарлиқи сүрүштә қилинған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر