сайлам басқучиниң буниңдин кейинки әһвали

сайлам басқучи буниңдин кейин немишқа қутублаштуруш алаһидиликигә игә болалмайду?

991525
сайлам басқучиниң буниңдин кейинки әһвали

түркийә авази радийоси: түркийәдә наһайити қисқа вақиттин кейин пирезидент вә парламент әзалири сайлими өткүзүлиду. шуңа пирезидент намзатлири билән сийасий партийәләр күчиниң йетишичә сайлам риқабити паалийәтлирини елип бериватиду. түркийә тарихиниң тунҗи җумһур рәислик сайлими басқучиға нәзр ташлиғанда, алди билән көзгә челиқидиғини, бәлки тарихида һеч көрүлүп бақмиған илмий бир басқучниң давамлишиватқанлиқидур.

 нөвәттә, намзатлар вә сийасий партийәләр бурунқидәк қаттиқ услубтики байанатларни, қутублаштуридиған, һәддидин ешип кәткән сөзләрни қилидиған сайлам риқабийити дегүдәк көзгә челиқмайду.

 буниң сәвәблири немиләр болуши мумкин? бу мунасивәт билән, биз бу һәптики пирограммимизда,  йилдирим бәйазит университети, сийасий пәнләр факулетиниң мудири пирофессор доктор қудрәт булбулниң бу һәқтики анализини һузуруңларға сунимиз

буниң сәвәби, %  1+50 лик авазға еришиш үчүн мурәссәләшмисә қәтий болмайдиған бир хил сийасәтниң йолға қойулушидур.

илгирики сайламларға нәзәр ташланғинида, түркийә сийаситидә сийасий партийәләрниң % 20 лик аваз билән һакимийәт бешиға чиқалайдиғанлиқини көрүш мумкин. адаләт вә тәрәққийат партийәси өзи үчүнму наһайити қийин болған йолни таллап, дөләт башлиқини % 1+50 лик аваз билән сайлаш сийаситини йолға қойди һәм бу басқучқа рәһбәрлик қилди.

шуңа, буниңдин кейин сийасий партиәләрниң пәқәт өз тәрәпдарлириниң көңлигә йақидиған сийасәтләрни йолға қойушила купайә қилмайду. намзатларниң һакимийәт бешиға чиқалиши үчүн һәр саһә аммисиниң авазиға еришәләйдиған сийасәтләрни йолға қойушиға тоғра келиду. җүмлидин, бу нишанға йетиш үчүн һәр саһә аммисиниң қоллап қуввәтлишини қолға кәлтүрүшигә, уларни қайил қилишиға тоғра келиду.

бу даиридә барлиқ сийасий партийәләрниң техиму кәң даиридә һәр саһә аммисиниң көңлигә йақидиған сийасәтләрни йолға қойушиға, һәддидин ашқан сөзләр вә башқиларниң зитиға тегидиған шәхшләргә чәклимә қойушиға тоғра келиду.

түркийәни башқурушниң район характерлик қйинлиқи нәзәрдә тутутулғинида, намзатлар һәм сийасий партийәләр, сайлам системисиниң тәқәззасиға асасән техиму кәң даирилик мурәссәчилик сийаситини йолға қоймиса зади болмайду.

сайламниң иккинчи басқучқа қелиш еһтималлиқи

хәлқ райини синаш нәтиҗилири җумһур рәислик сайламлириниң биринчи басқучта тамамлинидиғанлиқиға ишарәт қилсиму, лекин, өктичи партийәләр вә уларниң намзатлири сайламниң иккинчи басқучқа қелиши үчүн имканийәтниң баричә тиришчанлиқ көрситиватиду.

шуңа, нәзәрийә җәһәттин болсиму сайламларниң иккинчи басқучқа қелиш еһтималлиқи намзатлар вә сийасий партийәләрни техиму диққәт қилишқа вә сөз қилғанда техиму сәзгүр болушқа мәҗбур қилмақта. болупму өктичи партийәләр пәқәт өзлириниң тәрәпдарлириниң авази арқилиқла % 1+50 лик авазға еришәлмәйдиғанлиқи үчүн, башқа партийәләр һәм қисмән адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң қоллиғучилириниң авазиға еришишни қолға кәлтүрүшкә муһтаҗ.

бу әһвал сийасий партийәләр вә намзатларни тәбиий һаләттә башқа партийәләрниң тәрәпдарлириниң зитиға тегидиған сөзләрни қилиш вә байанатларни бериштин йирақ турушқа, әксичә һәммини бағриға басидиған сийасәтләрни йолға қойушқа мәҗбурлимақта.

алдимиздики күнләрдә һечқандақ бир намзатниң йаки партийәниң ғәлибә қилалмай, җумһур рәислик сайламлири иккинчи басқучқа қалған тәқдирдә, иккинчи басқучлуқ сайламларда ғәлибә қилишта, силиқ – сипайә сөзләр һәм байанатлар муһим рол ойнайду. бундақ әһвал астида, һәрқайси сийасий партийәләр, иккинчи басқучлуқ сайламларға охшимиған сийасий партийәләр билән һәмкарлиқ асасида қатнишидиғанлиқи үчүн, башқа партийәләрниңму қоллап аваз беришигә еһтийаҗи чүшидиғанлиқи үчүн, қаттиқ услубта сөз қилиш һәм байанатларни бериштин өзлирини чәткә алиду.

сайлиғучиларниңму биваситә намзат көрситәләйдиған болуши

илгирики җумһур рәислик сайламлирида, пәқәт партийәләрниң мәҗлистики гуруппилири йаки мәлум сандики парламент әзалирила җумһур рәислик үчүн намзат көрситәтти. бу әһвал әслидә сайлиғучиниң ирадисиниң сайлам сандуқиға толуқ әкс әтмәсликидәк хәвпни өз ичигә алатти.

 бу, демократийә һәм әркинликләр җәһәттин бир бошлуқ иди. йеңи түзүм арқилиқ бу бошлуқниң орни толдурулди. йүз миң кишиниң авази арқилиқ һәммә буниңдин кейин җумһур рәис намзати болалайду. бу һоқуқ болупму кичик партийәләр вә өктичи  гуруппиларни түзүм ичидә башқуруш җәһәттин наһайити зор әһмийәткә игә.

әгәр бу һоқуқ берилмигән болса иди, бу партийәләр вә гуруппилар техиму қопал болатти. әмма бу һоқуқ билән бирликтә бу партийәләр вә гуруппиларму өз намзатлирини таллаш салаһийитигә еришти. бу партийәләр вә гуруппалар буниңдин кейин йүз миң кишиниң авазиға еришәлмигән тәқдирдә, җавабкарлиқни түзүмгә артип қойалмайду.

түркийәдә илгирики сайламларда партийәләрниң һәмкарлишиши қанунлуқ иш әмәс иди. әмма бу қетимқи сайламларда иттипақдашлиқ орнитиш үчүн земин һазирлап берилгәнлики үчүн, сийасий партийәләр  асаслиқи «җумһур иттипақи» йаки «милләт иттипақи» тәриқисидә сайламларға қатнишиду. сийасий партийәләрниң иттипақдашлиқ орнитиш арқилиқ сайламларға қатнишиши икки шәкилдә сийасий сүркилишләрни йумшатмақта.

илгирики иттипақдашлар, бирләшмиләр сайламдин кейин ишқа ашурулатти. сайлам һарписида болса һәммә өз алдиға паалийәт елип баратти. әмдиликтә болса иттипақдашлиқ орнитиш сайлам һарписида ишқа ашурулидиғанлиқи үчүн, һәмдә сайлам басқучида йуқирида тилға елинған амилларму муһим рол ойниғанлиқи үчүн, сийасий байанатлар тәбиий һаләттә йумшимақта.

 иттипақдашлиқниң сайламдин бурун шәкиллиниши сайлиғучиларға бу иттипақдашлиқни қоллаш йаки қоллимаслиқ имканийити йаритип бәрмәктә.

йәнә бир тәрәптин, иттипақдашлар арқилиқ сайламға қатнишиш, % 10 лик сайлам чәклимисигә берип тақалмайдиғанлиқи үчүн, кичик партийәләрниму парламенттин орун алдуруш пурсити туғулди. парламентта вәкили бар сийасий партийәләрниң көпийидиған болушиму сайлам басқучида сийасий сүркилишләрни азайтмақта.

башқа кимликләрни чәткә қеқиш сийасәтлириниң қоллашқа еришәлмәйдиған болуши

сайлам басқучида болупму солчил партийәләр даим дегүдәк күнтәртипкә елип келидиған «илғарлиқ – қалақлиқ», «лаиклик – анти лаиклик», «заманивилиқ», « ататүркчилик» дегәндәк талаш – тартишлар әмдиликтә дегүдәк көзгә челиқмайватиду. бу талаш – тартишларниң бу партийәләргә нисбәтән бирдинла әһмийитини йоқатқанлиқини ейтиш һәқиқәттин йирақлап кәткәнликтур.

чүнки байанатларни бериштики бундақ өзгиришниң асаслиқ сәвәби сайлам системисидур. дәрвәқә, пәқәт өзиниң тәрәпдарлириғила асаслинидиған, башқиларниң кимликлирини чәткә қақидиған сийасәтләрни йолға қойуш арқилиқ % 1+50 лик авазға еришкили болмаслиқ, һәрқайси партийәләрни қанчә он йиллардин буйан давамлаштуруп кәлгән сийасәтлирини көздин кәчүрүшкә мәҗбурлимақта.

һакимийәт бешиға чиқиш үчүн башқиларниң кимликлирини чәткә қеқиш әмәс, әксичә, һәр саһә аммисиниң қоллишиға еһтийаҗ чүшүши, һәрқайси партийәләргә мәҗбурий бир өзгиришни таңмақта. һәрқайси партийәләрниң охшимиған саһәдикиләр билән алақә орнитишқа мәҗбур қелиши түркийәгә нисбәтән муһим һәм иҗабий өзгириштур.

террорчиларниң йантайақлириниң чәткә қеқилиши

сайлам басқучида диққәт қозғайдиған йәнә бир амил, террорлуқ тәшкилатлири билән арисиға очуқ - ашкара һалда мусапә қоймиған һ д п билән, қаримаққа һечқандақ бир партийәниң иттипақдашлиқ орнитишқа йеқинлашмаслиқидур.

бу аммиви бесим, демократийәниң өз пиринсиплири даирисидә өзиниң ролини җари қилдуруши җәһәттин иҗабий өзгириш һесаблиниду.

сийасий партийәләр бир тәрәптин пуқрави вә демократик бир тәшкилат сүпитидә сайламларға қатнашса, сайламлардин кейин террорчилар орунлишивалған тағқа, террорчиларға салам йоллийалмайду, сайланмиған террорчилардин йолйоруқ алалмайду.

сайлам басқучида һәр саһә аммисиниң қоллишиға еришиш зөрүррийити  аммини биринчи орунға қойуш сийасәтлириниму әвҗ алдурувәтти. болупму өктичи партийәләр немини қандақ ишләпчиқиридиғанлиқлирини әмәс, немини қандақ тәқсим қилидиғанлиқлири тоғрулуқ вәдиләрни бәрмәктә.

бу әһвал бираз түркийәниң киши бешиға тоғра келидиған кириминиң 2 миң долларлиқ әмәс, 10 миң долларлиқ бир дөләт болушидур. шуниң билән бир вақитта, аммини биринчи орунға қойимән дәп реаллиққа қилчә уйғун кәлмәйдиған чиқим, баҗ қатарлиқ йолларға мураҗиәт қилиш пәқәт башқиларниң төлигән бәдәллири биләнла мумкиндур.

көпләп баҗ елиш базарларни, пуқрави саһәләрни қийин өткәлгә дучар қилиду, ишләпчиқиришни төвән сәвийәгә чүшүрүп қойиду. һәммә кишигә реаллиқтин һалқиған һалда вәдиләрни бериш йоқсуллуққа тәңдур.

йеңи сийасәтниң характери,  өктичи болғанға әмәс, әмәлийәтчил болғанға әгишишни тәқәзза қилиду

түркийә районида наһайити җиддий хәвпләргә дуч келиватқан бир пәйттә, ички сийасәттә, чәткә қақидиған әмәс, һәммини бағриға басидиған, қутублаштуридиған әмәс, бирләштүридиған, кимлик сийасити билән кичик гуруппиларни әмәс, чоң – чоң  җәмийәтләргә рәһбәрлик қилидиған сийасәтләрниң техиму көп қоллашқа еришиши, дөләтниң истиқбали үчүн наһайити зор әһмийәткә игә.

җумһур рәислик һөкүмәт түзүми бу әһвални һазирдин башлапла капаләт астиға алғандәк қилиду. намзатлар вә һәрқайси сийасий партийәләр һәр саһә аммисиниң техиму көп қоллишиға еришишни қолға кәлтүрүш үчүн, буниңдин кейин өктичи гуруппиларға әмәс, әмәлийәтчил болғанға әгишишкә муһтаҗтур.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر