пакистанға атак тик учари сетип бериш келишими имзаланди

түркийә авийатсийә вә аләм санаити ширкити (TUSAŞ/TAI) түркийә армийәсиниң һуҗум тик учар еһтийаҗини һәл қилиш мәқситидә йасап чиққан "атак" тик учари, өз мувәппәқийитигә експортниму қошти.

979068
пакистанға атак тик учари сетип бериш келишими имзаланди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә армийәси вә қораллиқ сақчи қисим қоманданлиқ мәркизигә тәвә қисимларға 2015-йилдин һазирғичә җәмий 35 данә атак тапшурулған болуп, булар террорлуққа қарши һәрбий һәрикәтләрдә муһим вәзипиләрни үстигә елип кәлмәктә.

дөләт мудапиә санаитидики миллий вә өз алаһидиликигә игә ишләпчиқириш шәклиниң әң диққәт қозғайдиған мәһсулатлири арисидин орун алған атак тик учари, намайан қилған йуқири иқтидари билән башқиларни өзигә җәлп қилди. пакистан билән атак тик учаари үстидә давамлишиватқан сөһбәтләр ахири нәтиҗә бәрди.

пакистан билән 30 данә атак сетиш келишими имзаланди. пакистанда бир қатар синақлардин мувәппәқийәтлик һалда өткән атак тик учари, 23-март пакистан дөләт байримиға қатнишип, тәбрикләш паалийәтлиридә учуш номури көрсәткән иди.

қисқа мусапилик һава һәрикәтлири үчүн 76 гичә ракетамийот оқи вә 500 пай оқлуқ 20 миллиметирлиқ зәмбирәк билән қоралланған атак тик учариға, көп мәқсәтлик вәзипиләргә мувапиқ сәккиз данә танкиға қарши башқурулидиған бомба, 16 данә лазер нурлуқ башқурулидиған бомба, сәккиз данә һавадин һаваға қойуп берилидиған башқурулидиған бомба вә әң илғар електиронлуқ система үскүнилири орнитилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر