әрдоған папа билән көрүшти

дөлитимиз җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған католикларниң руһани рәһбири папа франсискус билән телефонда көрүшти.

973104
әрдоған папа билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһур рәислик сарийи мәнбәлиридин елинған мәлуматларға асасланғанда, көрүшүштә, йәһудийлар, хиристийанлар вә мусулманлар муқәддәс дәп билидиған қуддусниң нөвәттики вәзийити вә ғәззәдә пәләстинлик намайишчиларниң һуҗум нишани болуши нәтиҗисидә оттуриға чиққан йирикчиликләр муһакимә қилинған.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған үч самави дин үчүн муқәддәс һесаблинидиған қуддусниң салаһийитигә хилаплиқ қилишниң қобул қилинмайдиғанлиқини әскәртип, ғәззәдә қолида төмүрниң сунуқиму болмиған пәләстинликләргә қилинған инсанийәткә хилап һуҗумлар вә йүз бәргән өлүм-йетим һадисилириниң номус қиларлиқ икәнликини билдүргән.

у 18-май түркийә нөвәтчи рәиси болуш сүпитидә истанбулда ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң пәвқуладдә йиғинини чақиридиғанлиқини, б д т диму мәсилини назарәт қилишиниң муһим игә әһмийәткә икәнликини тәкитлигән.

папа франсискус йүз бәргән вәқәләрдин чоңқур қайғуруватқанлиқини билдүрүп , тинчлиқ үчүн қуддусниң алаһидә орунға игә болидиған икки дөләтлик һәл қилиш чарисиниң шәрт икәнликини тәкитлигән.

папа франсискус бигунаһ кишиләрни һуҗум нишани қилишни вә кишиләрниң һайатини қәстләшни қобул қилғили болмайдиғанлиқини тәкитләп: "хәлқаралиқ җәмийәтниң мәсилиниң һәл қилиниши үчүн б д т башчилиқида қилишқа тегишлик ишларни қилиши керәклики" ни билдүргән.

папа ахирида, рамизан ейи мунасивити билән җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға йахши тиләклирини йәткүзгән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر