баш министир  йилдирим гиретсийә баш министири билән телефонда көрүшти

баш министир бинали йилдирим гиретсийә баш министири алексис чипрас билән телефонда көрүшти.

950425
баш министир  йилдирим гиретсийә баш министири билән телефонда көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири:  бинали йилдирим гиретсийә баш министири алексис чипрас билән елип барған телефон сөһбитидә, әгә деңизида түнүгүн чүшүп кәткән гиретсийәгә аит уруш айропиланида һайатидин айрилған учқучи үчүн тәзийә билдүрди.

телефон сөһбитидә йәнә, икки рәһбәр, буниңдин кейинму күнтәртиптики мәсилиләр һәққидә сағлам бир шәкилдә музакирә елип бериш үчүн давамлиқ алақә орнитип туруш, диққәтләрни түркийә – гиретсийә мунасивәтлиридики иҗабий күнтәртипкә мәркәзләштүрүш, сақлиниватқан мәсилиләрни илмий усулларда һәл қилиш үчүн өзара тиришчанлиқ көрситиш тоғрулуқ бирдәклик һасил қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر