«йавропа иттипақи һәйити түркийәгә келиду»

йавропа иттипақи ишлири министири, қошумчә баш музакиричи өмәр чәлик, түркийә пуқралириниң йавропа әллиридә визисиз сайаһәт қилиши мәсилисидә сөһбәт елип бериш үчүн йавропа иттипақидин бир һәйәтниң мушу ай ичидә түркийәгә келидиғанлиқини ейтти.

945298
«йавропа иттипақи һәйити түркийәгә келиду»

түркийә авази радийоси хәвири: чәлик түркийә бүйүк милләт мәҗлиси ташқи мунасивәтләр комитетида қилған сөзидә, түркийә пуқралириниң йавропа әллиридә визисиз сайаһәт қилиши мәсилиси тоғрулуқ йавропа иттипақи комитетиниң биринчи муавин башлиқи франс тиммерманс билән сөһбәт барғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «йавропа иттипақи бизниң түркийә пуқралириниң йавропа әллиридә визисиз сайаһәт қилишиға алақидар тәклипимиз һәққидә сөһбәт елип бериш үчүн мушу ай ичидә бир һәйәтни түркийәгә әвәтиду, һәйәтму бизгә йавропа иттипақиниң тәклиплирини суниду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر