түркийә – нигерийә мунасивәтлири барғансери тәрәққий қилмақта

түркийә билән нигерийә оттурисидики һәмкарлиқ мунасивәтлири күнсери тәрәққий қилмақта.

942783
түркийә – нигерийә мунасивәтлири барғансери тәрәққий қилмақта

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә билән нигерийә оттурисида һәрбий тәлим - тәрбийә саһәсидә һәмкарлиқ орнитиш нишан қилинған келишим «рәсмий гезит» тә елан қилинди.

гезитниң хәвиридә әскәртилишичә, әнқәрәдә имзаланған  «түркийә җумһурийити - нигерийә федерал җумһурийити һөкүмити һәрбий тәлим - тәрбийә келишими» гә асасән, тәрәпләр оттурисида һәрбий тәлим - тәрбийә саһәсидә һәмкарлиқ миханизмлири орнитилидикән.

келишим, тәрәпләрниң һәмкарлиқни күчәйтиш, тинчлиқни ишқа ашуруш тиришчанлиқлирини қоллаш, инсанпәрвәрлик йардәм, деңиз қарақчилириға қарши  күрәш,  қисимлар, қараргаһлар вә органлар ара тәлим – тәрбийә, һәйәт вә хадим алмаштуруш, қошма һәрбий маниверларни өткүзүш,  тәрәпләргә һәрбий маниверларға көзәткүчи сүпитидә қатнишиши үчүн өзара тәклипнамиләрни әвәтиш қатарлиқ саһәләрни өз ичигә алидикән.

бу даиридә, тәрәпләр ара һәрбий тарих, архип,  музейчилиқ ишлириниң тәрәққийатини тезлитишкә қарита өзара учур – билим алмаштуруш қатарлиқ саһәләрдиму һәмкарлиқ орнитилидикән.

буниңдин башқа йәнә, су асти парахоти базисиниң офитсерлири/ кәспий әскәрлири үчүн, хәлқаралиқ ғәввас кемилири, партлатқуч буйумлар вә  партлатқучларниң қурулмилирини тепишниң әпчил чарә – тәдбирлири вә шуниңға охшиған башқа саһәләрдә мәхсус курслар ечилидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر