гирузийә түркийә билән һәрбий техника саһәсидә һәмкарлишишқа қизиқиду

гирузийә дөләт мудапиә министирлиқи леван изорийа түркийәниң һәрбий техника саһәсидә илгириләш һасил қилғанлиқини вә түркийәниң қораллириға көңүл бөлүватқанлиқлирини ейтти.

942952
гирузийә түркийә билән һәрбий техника саһәсидә һәмкарлишишқа қизиқиду

түркийә авази радийоси хәвири: гирузийә дөләт мудапиә министирлиқи леван изорийа 30-март әнқәрәдики икки күнлүк зийарити җәрйанида түркийә дөләт мудапиә министири нурәттин җаникли билән көрүшти. икки рәһбәр көрүшүшини ахирлаштурғандин кейин гирәсунға берип, әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министири закир һәсәнов билән үч тәрәп учришиши өткүзди.

түркийә дөләт мудапиә министири җаникли әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министири һәсәнов билән һәмкарлиқ келишими имзалиғандин кейин өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғинида, гирузийә дөләт мудапиә министири изорийа, тиблисниң һәрбий техника саһәсидә әнқәрә билән һәмкарлиқни әмәлгән ашурушни халайдиғанлиқини билдүрди. у мундақ деди:

«һәмкарлиқ орнитишқа көңүл бөлүватимиз, һазирниң өзидә һәрбий техника саһәсидә һәмкарлиқ үчүн вақит бәлгилидуқ. бу саһәдә түркийә қолға кәлтүргән муһим мусапә бар, бу хәлқаралиқ сәвийәдиму тонилиду. әлвәттә, бизму армийәмизни заманивийлаштурушта силәрниң мувәппәқийитиңларға қизиқимиз, тәтқиқат хизмәт гурупписи даирәсидә бу һәмкарлиқниң келәчәктиму давамлишишини үмид қилимиз.»

имзаланған келишим билән үч дөләтниң һәмкарлиқини техиму чоңқурлаштурушни мәқсәт қилғанлиқлирини әскәрткән гирузийә дөләт мудапиә министири изорийа, сөзини мундақ давамлаштурди:

«һәмкарлиқини техиму күчәйтишни мәқсәт қилған, йеқинқи йилларда бу саһәдә қолға кәлтүргән динамиклиримизни әкс әттүридиған вә мунасивәтләрниң техиму чоңқурлишишиға йахши асас билән тәминләп бәргән мәзкур келишимниң имзалинишидин интайин хушаллиқ һес қиливатимән, райондики һәмкарлиқимиз өрнәк болуш хусусийитигә игә, биз истратегийәлик һәмраһмиз. бу сәвәбтин, районда енергийә болсун йаки сода болсун вәйаки башқа шәйийләр болсун, һәр түрлүк лайиһәниң әмәлийлишиши, чоң җәһәттин ейтқанда, бизниң һәмкарлиқимизниң сүпитигә бағлиқ. бу һәмкарлиқ барғансери ешиватиду, болупму бихәтәрлик саһәсидики һәмкарлиқниң ешишини күнтәртипкә қоймақта.»

гирузийә армийәсидә «нурол әҗдәр», «кобра» вә «отокар» намлиқ түркийә қораллири бар.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر