ташқи ишлар министирлиқи косовадин тутуп келингән фәтһуллаһчилар һәққидә байанат елан қилди

түркийә ташқи ишлар министирлиқи «косовадин қоғлап чиқирилған фәтһуллачи террорлуқ тәшкилати әзалири түркийәдә әмәс, түркийәниң пиристиндә турушлуқ әлчиханисида» дегән йалған хәвәрләрни әйиблиди.

941956
ташқи ишлар министирлиқи косовадин тутуп келингән фәтһуллаһчилар һәққидә байанат елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси һами ақсой, бу хәвәрләрни баһанә қилип, түркийә әлчиханиси алдида намайиш өткүзүлиши үстидә тохталди.

һами ақсой косовадин қоғлап чиқирилған кишиләрниң түркийәниң пиристиндә турушлуқ әлчиханисида икәнликигә даир хәвәрләрниң әслидә баш әлчи вә әлчихана хадимлирини һуҗум нишани қилип көрситишни мәқсәт қилған қутратқулуқ херактеридики ассасиз хәвәрләр икәнликини ейтти.

һами ақсой «бу хил йаман нийәтлик медийа қотратқулирини рәт қилимиз вә қаттиқ әйибләймиз» деди.

һами ақсойниң байанатида йәнә, «косованиң фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати әзалири вә уларни қоллайдиғанларниң пикир бурмилаш хактерлиқ һәрикәтлиригә диққәт қилишини вә йол қоймаслиқини күтимиз» дегән сөзләр ишлитилди. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر