африн районида күндилик һайат нормаллишишқа башлиди

түркийә армийәси башлиған «зәйтун шехи һәрбий һәрикити» нәтиҗисидә бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к|п й д-й п г дин тазиланған африн районида күндилик һайат нормаллишишқа башлиди.

935397
африн районида күндилик һайат нормаллишишқа башлиди
afrin okul.jpg
afrin okul mesaisi.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: африн райониға инсанпәрвәрлик йардәмлири изчил йәткүзүлүватқан болуп, хәлқниң күндилик еһтийаҗини һәл қилиш үчүн хизмәтләр ишләнмәктә. п к к|п й д-й п г ниң бузғунчилиқиға учриған мәктәпләр, балиларниң оқушсиз қалмаслиқи үчүн түркийәниң йардими астида ремонт қилинмақта.

2016-йили 24-авғустта башланған вә тәхминән йәттә ай давамлашқан фират қалқини һәрбий һәрикити билән террорлуқ унсурлиридин тазиланған районларниң оқу-оқутуш ишлириға буниңдин бурунму йардәм қилип кәлгән әнқәрә кәчиөрән наһийәлик һөкүмәт, африндики балиларниңму оқушта кейин қалмаслиқи вә келәчәккә тәййарлиниши үчүн алтә мәктәпни ремонт қилдурди.

бағчилири ремонт қилинип, тамлири сирланған мәктәпләргә, үстәл, орундуқ, доска вә һәр хил ойунчуқларни елип барған кәчиөрән наһийәлик һөкүмәт хадимлири, оқуғучиларниң мәктәп формилири вә дәрслик материйаллириға еһтийаҗиниму һәл қилип бәрди.

игилинишичә, кәчиөрән наһийәлик һөкүмәт террорлуқтин тазиланған башқа аһалиләр районлиридики барлиқ мәктәпләрниму ремонт қилдурушни пилан қилған болуп, балиларниң мәктәп сеғинишиниң ахирлишишиға йардәмчи болидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر