түркийә сүрийәниң 9 райониға мусапирлар лагери қуридиғанлиқини елан қилди

түркийә сүрийәдики 9 районға 170 миң кишилик мусапирлар лагери қуруп чиқидиғанлиқини елан қилди.

923880
түркийә сүрийәниң 9 райониға мусапирлар лагери қуридиғанлиқини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси һами ақсой, түркийә армийәсиниң сүрийәниң африн районидики п к к/ к җ к / п й д – й п г вә даеш террорчилирини бир тәрәп қилип, дост вә қериндаш район хәлқини бесим вә зулумдин қутулдуруш мәқситидә 20 - йанварда башлиған зәйтун шехи һәрбий һәрикити җәрйанида пуқраларниң зийанкәшликкә учрап кетишиниң алдини елиш вә у җайдики пуқраларға йардәм қилиш үчүн қолидин келишичә тиришчанлиқ көрситиватқанлиқини ейтти.

байанатчи һами ақсой ташқи ишлар министирлиқи бинасида мухбирларниң соаллириға җаваб берип, «биз һәрикәт башлиғандин буйан пуқраларниң дәхлигә учрап кәтмәслики үчүн алаһидә күч сәрп қиливатимиз. инсаний йардәм паалийәтлиримизниму тохтавсиз давамлаштурушқа тиришиватимиз» дегәнләрни қәйт қилди.

һами ақсой, түркийәниң сүрийәниң шималидики террорлуқ тәшкилатлириға қарши  2016 – йили 24 – авғустта башлиған фират қалқини һәрбий һәрикити җәрйанида террорчилардин халийлаштурулған районлар вә идлиб шәһиридә болуп җәмий 170 миң адәм сиғидиған 9 мусапирлар лагери қуруп чиқидиғанлиқини елан қилди.

түркийә қизил ай җәмийити билән баш министирлиқ мәһкимиси апәт вә җиддий әһвалларни бир тәрәп қилиш башқармиси қуруп чиқишни пиланлаватқан мусапирлар лагерлири идлиб вә фират қалқини һәрикити арқилиқ террорчилардин халийлаштурулған азәз, әлбил, туғли, тәлафәр, нәддаһ, бардақли, мәшад, руфи қатарлиқ җайларға қурулидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر