атак қирғучи тик учар айропилан террорчиларға вәһимә селишни давамлаштурмақта

йәрлик ишләп чиқирилған атак қирғучи тик учар айропилан зәйтун шехи һәрикитидә террорчиларға вәһимә селишни давамлаштурмақта.

921634
атак қирғучи тик учар айропилан террорчиларға вәһимә селишни давамлаштурмақта

түркийә авази радийоси хәвири: бу қетим афринниң ғәрибидә байқалған 9 террорчи атак қирғучи тик учар айропилан тәрипидин уҗуқтурулди.

атак қирғучи тик учар айропиланниң террорчиларни оққа тутуватқан көрүнүшлири қараңғуда көрәләйдиған апаратлири арқилиқ синға елинди.

афринда кечә қараңғулиқини атак тик учар айропилани арқиму - арқидин атқан оқлири билән йорутти.

әтрапидики чәмбәр күнисири тарийиватқан террорлуқ тәшкилати әзалиридин 9 и атак тик учар айропиланиниң оққа тутуши нәтиҗисидә уҗуқтуррулди.

йәрлик вә миллий имканларғила тайинип ишләпчиқирилған атак тик учар айропиланлар зәйтун шехи һәрикитидә қуруғлуқ қисимларға әң көп йардәмчи болмақта.

буниңға алақидар көрүнүшләр афринниң ғәрибидин кәлди.

бир чоқа үстидә байқалған террорчилар гурупписини атак тик учар айропилани қойуқ оққа тутти.

п к к/ к җ к/ п й д й п г вә даеш террорлуқ тәшкилатлири әзаси 9 террорчи қаттиқ оққа тутуш нәтиҗисидә уҗуқтуруп ташланди.

зәйтун шехи һәрикитидә йәнә 73 террорчи уҗуқтурулди. 

һәрикәт башланғандин буйан уҗуқтурулған террорчиларниң сани 2295 кә йәтти. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر