«террорчиларниң каттибеши билән чехийәлик террорчиларни алмаштуруш мумкин әмәс»

әдлийә министири абдулһамит гүл чехийәниң пайтәхти пирагада тутулған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң сүрийәдики гумаштиси п й д – й п г ниң сабиқ каттибеши салиһ муслим билән башқа террорчиларни алмаштурушниң мумкин әмәсликини ейтти.

919345
«террорчиларниң каттибеши билән чехийәлик террорчиларни алмаштуруш мумкин әмәс»

түркийә авази радийоси хәвири: гүл адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң түркийә бүйүк милләт мәҗлисидики гуруппа йиғини һарписида мухбирларниң соаллириға җаваб бәргәндә, муслимниң түркийәгә қайтурулушиниң бәдилигә террорлуқ тәшкилатиниң сепидә түркийәгә қарши уруш қилғанлиқи үчүн тутулған 2 чеиийә пуқрасиниң қойуп берилишигә алақидар дәвалар һәққидә тохтилип мундақ деди: «чехийәниң бундақ тәлипи йоқ. террорчиларниң каттибеши билән түркийәдики чехийәлик 2 террорситни алмаштуруш һәққидә илтимас сунулғиниму йоқ. дәрвәқә, мәзкур икки киши ван түрмисидә йатмақта.»

у йәнә, террорлуқ тәшкилатиниң сабиқ каттибешиниң вақитлиқ тутуп турулушини күтүватқанлиқлириниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر