түркийә террорчилар каттибешиниң қайтурулуши үчүн чехийәгә керәклик материйалларни йоллиди

түркийә һөкүмити байанатчиси бәкир боздағ, террорчилар каттибеши салиһ муслимниң түркийәгә қайтуруп берилишигә мунасивәтлик материйалларниң чехийә һөкүмитигә йәткүзүлгәнликини билдүрди.

918237
түркийә террорчилар каттибешиниң қайтурулуши үчүн чехийәгә керәклик материйалларни йоллиди

түркийә авази радийоси хәвири: баш министир йардәмчиси вә һөкүмәт байанатчиси бәкир боздағ, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң сүрийәдики қанити п й д ниң сабиқ тәң һоқуқлуқ башлиқи салиһ муслимниң бүгүн чехийәдә сотлинидиғанлиқини ейтти.

баш министир йардәмчиси бәкир боздағ бир хусусий телевизийә қанилида күнтәртиптики мәсилиләр тоғрисида сөз қилип, «түркийә болуш сүпитимиз билән тәлипимиз, террорлуқ тәшкилати башлиқи, каттибеши болған, нөвәттә түркийәгә қарши террорлуқ паалийәтлирини давамлаштуруватқан салиһ муслимниң оттуримиздики мунасивәтләрниң тәқәззасиға асасән, (чехийәдин) түркийәгә қайтуруп берилишиниң капаләткә игә қилинишидур» деди.

бәкир боздағ, террорчи салиһ муслимниң қайтуруп берилишигә даир материйалниң чехийә даирилиригә йәткүзүлгәнликиниму тәкитләп өтти. у, б д т  хәвпсизлик кеңишиниң сүрийәдә уруш тохтитишни мәзмун қилған һөҗҗитиниң шәрқий ғутәгә охшаш бәзи җайларни өз ичигә алидиғанлиқини, түркийә армийәси зәйтун шехи һәрбий һәрикитини давамлаштуруватқан афринни өз ичигә алмайдиғанлиқини әскәртип, «(һөҗҗәт) зәйтун шехи һәрбий һәрикитини вә африн районидики һәрбий һәрикәтлиримизгә тәсир көрсәтмәйду» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر