түркийә армийәси африндә чәт әллик террорчиларниму уҗуқтурди

һәрикәт җәрйанида, шиприлиқ исми «баран галиҗийа» дейилидиған испанийләик самуел пирада леон билән фирансийәлик оливер фираҗус (хитайчә исми) җен ле чийәнчи алдинқи һәптә уҗуқтурулди.

912943
түркийә армийәси африндә чәт әллик террорчиларниму уҗуқтурди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә армийәсиниң афринда террорлуқ тәшкилати п й д/ п к к ға қарши зойтун шехи һәрбий һәрикити җәрйанида 2 йавропалиқ террорчиниң уҗуқтурулғанлиқи ениқланди.

африн районида давамлишиватқан һәрикәт җәрйанида түркийә армийәси тәрипидин иҗтимаий таратқуда елан қилинған уҗуқтурулған террорчиларниң тизимлики ичидә, бәзи йавропалиқ террорчиларниңму барлиқи диққәтни тартти.

тизимликтә билдүрүлишичә, һәрикәт җәрйанида, шиприлиқ исми «баран галиҗийа» дейилидиған испанийләик самуел пирада леон билән фирансийәлик оливер фираҗус (хитайчә исми) җен ле чийәнчи алдинқи һәптә уҗуқтурулған. 

улардин башқа йәнә, п й д/ п к к ға қатнашқан голландийәлик шиприлиқ исми «баран сасон» дәп атилидиған сҗорд һегер исимлиқ террорчиниңму сүрийәниң шәрқидики вә ирақ чеграсидики тоқунушларда өлгәнлики оттуриға чиқти.

 п й д/ п к к ичидә йавропадин вә америкидин кәлгән нурғунлиған чәт әллик террорчиларниң барлиқи мәлум.

ғәрб дөләтлири даишқиму қетилип уруш қилғанлиқи байқалған террочиларға қарита күчлүк истихбарат топлаш вә әдлийә рәсмийәтлири үстидә синақларни елип барди.

ғәрб дөләтлири п й д/ п к к- й п г сәплиригә қатнишип мәмликәтлиригә қайтип барғанларға башқичә муамилә қилмақта.

ғәрб дөләтлири мәсуллири п й д/ п к к- й п г терролуқ тәшкитлатини тәһдит қатарида көрмигәнлики үчүн улар һәққидики сот рәсмийәтлирини беҗәрмәй кәлмәктә. йаки сот рәсмийәтлири қуруқ формила сүпитидила ташлинип қалмақта.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر