әрдоған адама барров билән қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, мәнпәәтини дәп қан төкүштин йалтаймайдиған фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң пәқәт түркийә үчүнла әмәс, өзи орунлашқан барлиқ дөләтләр үчүн еғир хәвп икәнликини ейтти.

910802
әрдоған адама барров билән қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди

түркийә авази радийоси хәвири: әрдоған пайтәхт әнқәрәдә дөләт ишлири зийаритидә болған гамбийә пирезиденти адама барров билән қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди. у, йиғиндики сөзи җәрйанида, фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң африқа дөләтлиридики тәшкиллиниш әһвали тоғрисида тохтилип, «африқилиқ достлиримиз тәшкилатқа қанчилик бурун чарә көрсә, пәрзәнтлири вә келәчәклири үчүн шунчилик йахши болиду» деди.

икки дөләт арисида маарип саһәси бойичә һәмкарлиқ орнитиш келишими имзаланғанлиқини тәкитләп өткән әрдоған, «африқа шерикчилик сийаситимиз даирисидә, қитә миқйасидики һадисиләрни йеқиндин көзитиватимиз. кәлгүси йүз йил африқиниң болиду. дөлитимиз бу қарашни бойлап африқа дөләтлири билән болған һәмкарлиқни йуқири пәллигә көтүрүшни қәтий давамлаштуриду» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر