түркийә барлиқ актийорлардин зиммисигә йүкләнгән вәзиписини ада қилишини тәләп қилди

түркийә сүрийәдә барлиқ актийорлардин зиммилиригә йүкләнгән вәзипилирини ада қилишини күтүватқанлиқини уқтурди.

900664
түркийә барлиқ актийорлардин зиммисигә йүкләнгән вәзиписини ада қилишини тәләп қилди

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин русийәниң рийасәтчиликидә  сочида чақирилған «сүрийә миллий дийалог йиғини»  һәққидә елан қилинған йазма байанатта, түркийәниң йиғинға тәклипкә бинаән өктичиләрниң кепили сүпитидә қатнашқанлиқи әскәртилип мундақ дейилди: «түркийә сүрийәдә барлиқ актийорлардин зиммилиригә йүкләнгән вәзипилирини ада қилишини күтмәктә.»

түркийәниң русийәниң «сүрийә миллий дийалог йиғини» пиланиға баштин тартипла иҗабий позитсийә тутуп келиватқанлиқи тәкитләнгән байанатта, түркийәниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң тиришчанлиқиға әһмийәт берилгән вә етибарлиқ өктичиләрниң сийасий басқучтики ролиға риайә қилинған тәқдирдә, җәнвә басқучиға һәссә қошуш мәқситидә бу пиланни қоллайдиғанлиқини җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанму иштирак қилған 2017 – йили 22 – нойабирдики сочи йиғинида намайән қилғанлиқи хатирилитилди.

йеқиндин буйан саһәдә йүз бериватқан уруш тохтитиш келишимигә хилаплиқ қилиш қилмишлири, йиғин мәсилисидә һәл қилиналмиған бирқатар әндишә һәм наениқсизлиқлар нәтиҗисидә алий сөһбәт комитети билән сүрийә миллий өктичиләр бирликиниң йиғинға қатнашмаслиқ тоғрулуқ қарар чиқарғанлиқи һәмдә йиғинға қатнишиш үчүн әнқәрәдин сочиға кәткән өктичиләр һәйитиниң йиғин мунасивити билән айродурумға вә йиғин мәркизигә қадалған сүрийә һөкүмитиниң байриқиға наразилиқ билдүрүп, дөләткә киришни халимиғанлиқи тәкитләнгән байанатта мундақ дейилди: «йиғинниң әң муһим нәтиҗиси шуки, асасий қанун комитети қуруш тәклипиниң оттуриға қойулуши вә бу комитетниң 150 әзадин тәшкил тепиш пикридур. йиғинға қатнашмаслиқ тоғрулуқ қарар чиқарған өктичи гуруппиларға вәкалитән йиғинға қатнишиш һоқуқини өз үстигә алған түркийә һәйитиниң өктичиләр билән кеңишиш нәтиҗисидә 50 кишидин тәшкил тапқан намзатлар тизимликини сунушидур. буниңдин кейинки басқучта бирләшкән дөләтләр тәшкилати сүрийә алаһидә вәкилиниң хәвпсизлик кеңишиниң 2254 – номурлуқ қарариға асасән һазирғичә давамлишиватқан <җәнвә басқучи>» даирисидә өктичиләрниң вкәллик қилиш нисбитигиму әһмийәт берилгән һалда асасий қанун комитети қурулуши күтүлмәктә. бирләшкән дөләтләр тәшкилати сүрийә алаһидә вәкили бу комитетни тәшкил қилиш җәрйанида 150 кишилик тизимликтики йаки тизимликниң сиртидики шәхсләрни таллаш һоқуқи игә. асасий қанун комитети тәшкил қилиш паалийәтлири өктичиниң кепили болған түркийә тәрипидинму йеқиндин көзитилиду. түркийә хәвпсизлик кеңишиниң 2254 – номурлуқ қарарға асасән сүрийәдә һәқиқий бир сийасий басқучни ройапқа чиқириш нишан қилинған тиришчанлиқларға һәр җәһәттин һәссә қошушни давамлаштуриду. түркийә сүрийәдә тоқунушуватқан тәрәпләрни сөһбәт үстилигә олтурғузуш нишаниға йетиш үчүн сүрийә һөкүмитигә тәсир көрситәләйдиған барлиқ актийорлардин зиммилиригә йүкләнгән вәзипилирини ада қилишини күтмәктә.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر