африн һәрикити һәққидә 6 тилда видео тәййарланди

түркийә армийәси елип бериватқан һәққидә хәлқара җамаәтчиликни тоғра мәлуматлиқ қилиш үчүн 6 тилда видео тәййарланди.

899757
африн һәрикити һәққидә 6 тилда видео тәййарланди

 

түркийә авази радийоси хәвири: чанкири каратекин университети мудири пирофессор доктор һәсән айранчи тәрипидин <зәйтин шехи һәрбий һәрикити>ниң сәвәблири вә нәтиҗиси ингилиз тилида чүшәндүрүлгән видео түркчә, әрәбчә, фирансозчә, нимисчә вә русчә икран асти йезиқи шәкилдә тәййарланди.

видео иҗтимаий таратқуларда елан қилинди.

пирофессор доктор һәсән айранчи елан қилған байанатида, <зәйтун шехи һәрбий һәрикити>ниң түркийәгә нисбәтән бир мәҗбурийәт болуп қалғанлиқини тәкитлиди.

һәсән айранчи түркийә җумһурийити вә әркин сүрийә армийәсиниң мәқситиниң интайин очуқ вә һәқлиқ икәнликини, бирақ бу һәрикәт һәққидә һәм дөләт ичи, һәм сиртида қаралаш сәпәрвәрлики башланғанлиқини билдүрүп, «шу вәҗидин һәққәтни рушәнләштүрүп бериш, түркийә вә сүрийәниң вәзийитини ениқ чүшәндүрүш үчүн мушундақ бир хизмәтни оттуриға чиқириш қарариға кәлдим» деди.

бу видео арқилиқ <зәйтин шехи һәрбий һәрикити>ниң сәвәблири вә нәтиҗисини айдиңлаштуруп беришкә тиришқанлиқини әскәрткән айранчи, тәрҗимә арқилиқ техиму көп хәлқ аммисиға йәткүзүшни вә бу һәрикәтниң нәқәдәр һәқлиқ һәрикәт болғанлиқини пүтүн дунйаға сәмимий бир шәкилдә җакарлашни мәқсәт қилғанлиқини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر