«<зәйтун шехи> һәрбий һәрикити террорситлар пүтүнләй йоқитилғанға қәдәр давамлишиду»

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған «зәйтун шехи» һәрбий һәрикитиниң  һәр хил қораллар билән қоралландурулған террорситлар пүтүнләй йоқитилғанға қәдәр  давамлишидиғанлиқини ейтти.

896104
«<зәйтун шехи> һәрбий һәрикити террорситлар пүтүнләй йоқитилғанға қәдәр давамлишиду»

түркийә авази радийоси хәвири: әрдоған җумһур рәислик сарийида өткүзүлгән 44 – нөвәтлик мәһәллә комитетлири мәсуллири йиғинида қилған сөзидә, түркийә армийәси сүрийәниң африн районидики террорситларни тазилаш мәқситидә қозғиған һәрбий һәрикәтниң мувәппәқийәтлик давамлишиватқанлиқини тәкитләп мундақ деди: «түркийә армийәси билән районниң әсли хоҗайинлири болған әркин сүрийә армийәси афринни қәдәммуқәдәм контирол астиға алмақта. <зәйтун шехи> һәрбий һәрикити һәр хил қорал – йарағлар билән қоралландурулған террорситлар пүтүнләй йоқитилғанға қәдәр изчил давамлишиду. дәрвәқә, чегра районлиримизниң бихәтәрлики қандақ муһим болса, пуқралиримизниң җениға вә мал – мүлкигә қәст қилған чегра сиртидики тәһдитләрни бир тәрәп қилишму шундақ муһимдур. биз сүрийәдики әрәбләр, кордлар вә түркмәнләрдин тәшкил тапқан қериндашлиримизниң кечәликигиму һечболмиғанда өз пуқралиримизниң келәчикигә охшашла интайин көңүл бөлимиз. бәзиләр питнә қазинини қайнатқандин кейин террорситлар дөлитимизгә төт тәрәптин һуҗум қиливатиду, қилчә тәп тартмастин түркийә армийәсиниң бу тәһдитни йоқитиш үчүн қозғиған һәрбий һәрикитини африндики корд қериндашлиримизға қарши елип бериватқандәк қилип көрситишкә, бизни ишғал билән әйибләшкә урунуватиду.»

«фират қалқини» намлиқ һәрбий һәрикәт арқилиқ террорситлардин тазиланған районларға 100 миңдин артуқ сүрийәликниң орунлашқанлиқини, террорситлардин тазиланғандин кейин афринғиму сүрийәликләрниң орунлаштурилидиғанлиқини әскәрткән әрдоған: «алди билән террорситларни үзүл - кесил йоқитимиз, андин бу районни йашиғили болидиған һалға кәлтүримиз, кимләр үчүн шундақ қилимиз? әлвәттә биз бағримизға бесиватқан 3 йерим милйон сүрийәлик үчүн» деди.

америка қошма иштатлириниң сабиқ пирезиденти барак обама дәвридә түркийәниң мунични террорситлардин тазилаш үчүн «зәйтун шехи» һәрбий һәрикити елип бериши үчүн вәдә бәргәнликини, әмма обаманиң вәдисидә турмай өзлирини алдатқанлиқини, буниң толиму әпсуслинарлиқ иш икәнликини әскәрткән әрдоған мундақ дәп көрсәтти: «биз вәдимизгә әмәл қилдуқ, әмма улар вәдисидә турмиди, мунбични өз хоҗайинлириға тапшуримиз, дәп вәдә бәргән болушиға қаримай, вәдисигә әмәл қилмиди, чүнки уларниң нийити башқа иди, башқичә ейтқанда, уларниң нийити террорчилар дөлити қуруш иди. дәрвәқә, мунбичниң нопусиниң % 95 тини әрәбләр тәшкил қилиду, у йәрдә кордлар йоқтур.»

әрдоған сөзиниң ахирида, түркийәниң афринда пүткүл инсанийәтниң дүшмини болған идеологийәгә қарши  күрәш қиливатқанлиқини тәкитләп мундақ деди: «<зәйтун шехи> һәрбий һәрикити җәрйанида һәм түркийә армийәсидин һәм әркин сүрийә армийәсидин 7 – 8 дәк әскәр шеһит болди, ениқлап чиқишимизчә, қарши тәрәптинму 268 террорсит бир тәрәп қилинған болуп, һәрбий һәрикәт террорситлар үзүл - кесил йоқитилғанға қәдәр  изчил давамлишиду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر