«чегра райониимизда террорчилар қошуни тәшкил қилинишиға қәтий йол қоймаймиз»

түркийә дөләт хәвпсизлик оргини әнқәрәниң чегра районда террорчилар қошуни тәшкил қилинишиға қәтий йол қоймайдиғанлиқини билдүрди.

890937
«чегра райониимизда террорчилар қошуни тәшкил қилинишиға қәтий йол қоймаймиз»

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң рийасәтчиликидә чақирилған вә уда 4 йерим саәт давамлашқан йиғиндин кейин байаннамә елан қилинди.

байаннамидә әнқәрәниң түркийәгә қаритилған тәһдитләрни дәрһал вә үзүл - кесил бир тәрәп қилиш ирадисиниң қәтийлики тәкитлиниш билән бир вақитта, сүрийәниң африн районидики  п к к / п й д лиқ террорситларға зәрбә бериш һәрикитигә йешил чирағ  йеқилди. шуниң билән бир вақитта, америка қошма иштатлириниң сүрийәниң шималида террорчилар қошуни тәшкил қилишни пиланлаватқанлиқи, түркийәниң иттипақдашлиридин пиринсиплиқ позитсийә тутушини күтүватқанлиқи, әнқәрәниң буниңға қәтий йол қоймайдиғанлиқи қәйт қилинди һәмдә америкидин бөлгүнчи террорлуқ тәшкилатиға бәргән қорал – йарағларни қайтурувелиши тәләп қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر