истанбулға бу көз билән қаридиңизму? («дунйаға нәзәр» гә муқәддимә)

«дунйа көзники» (01)

881051
истанбулға бу көз билән қаридиңизму? («дунйаға нәзәр» гә муқәддимә)

истанбулға бу көз билән қаридиңизму? («дунйаға нәзәр» гә муқәддимә)

(пирофессор доктор қудрәт бүлбүл)

түркийә авази радийоси: төвәндә 2018 – йили бойичә һәр һәптидә бир қетим аңлитилидиған «дунйаға нәзәр» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки йәни дәсләпки санида, йилдирим бәйазит университети сийасий пәнләр факултети башлиқи пирофессор доктор қудрәт бүлбүлниң хилмухил тема вә мәсилиләр тоғрисидики анализлирини һузуруңларға сунимиз. бу узун сәпәргә атлиништин илгири униң җәрйанлири һәққидә бир аз тохтилип өтсәк қандақ дәйсиләр....

* * * *

әслидә йезиқчилиқ йазғучи билән оқурмәнләр бирликтә атлинидиған сәпәр болуп, бу сәпәрдашлиқимиз өз нөвитидә йәнә өзара һөрмәт, сөйгү вә ишәнчни тәқәзза қилиду.

йезиш җасарәт вә өзигә болған ишәнчни тәләп қилиду. йазған чағда пүтүн тәҗрибилириңизни оттуриға қойушқа тоғра келиду. өзиңизни, пикриңизни вә қәлбиңизни ечишиңиз лазим. йезиш бир тәрәплимә мәктуп әмәс, бәлки оқурмәнләрдин келидиған инкасларни өзара һәмбәһирлишиштур.

йезиш байқаштур. шунчә узун йилларниң, йүз бәргән вәқәләрниң вә оқуғанлириңиздин чиқирилған хуласә, өзиңизниң ички дунйасиға бир сәпәр вә андин пүтүн дунйаға қарап ташланған қәдәмдур.

йезиш үзлүксиз бир сәпәр болуп башлиған чеғиңизда немиләргә дуч келидиғанлиқиңизни биләлмәйсиз. йазғандин кейин қандақ ишларға учрайдиғанлиқиңизни, қайси өтәңләрдин өтүп қандақ тәсирләрни қалдуридиғанлиқиңизниму биләлмәйсиз.

биз бу сәпиримиздә силәр билән бирликтә нурғунлиған нуқтиларда тохтаймиз вә йәнә нурғунлиған мәсилиләр үстидә тохтилимиз. бәзидә балқан әллирини, оттура шәрқни, кавказни африқини вә көңүл җуғрапийәлиримизни күнтәртипимизгә киргүзсәк, бәзидә пәләстин, қирим, аһеска, моро, аракан вә түркистан қатарлиқ зулумға учраватқан җайларниң аһу – пәрйадлириға қулақ салимиз. йәнә бәзидә йавропадики пәрзәнти тартивелинған бир аилиниң, ғәрб әллиридә чәткә қеқилған бир көчмәнниң, өзини йоқутуп қоймаслиқ үчүн йол тепишқа тиришиватқан бир йашниң садаси болимиз. тили, дини, рәңги вә ирқиниң қандақ болушидин қәтийнәзәр, инсанийәтниң  дәрдидә пучулиниватқан дунйадики виҗданлиқ инсанларға чақириқ қилимиз. чүнки ғәрбниң нөвәттики йүзлиниши адәмни толиму қайғуға салидиған әһвалда турмақта.

бирақ һәммила әһвалда дунйа пәнҗирисидин түркийәгә нәзәр селишқа тиришимиз. түркийәниң мәсилилиригә әмәс, дунйаниң мәсилилиригә мақалимизда орун беришкә вә уни түркийәгә аңлитишқа тиришимиз. чүнки көпинчә һалларда ички күнтәртипләр билән болуп кетип, хәлқарадики йеңи әһваллардин узақлишип кетип қалимиз. башқа дөләтләрдә болуватқан ишларни билмигәнликимиз түпәйли басқан мусапилиримизниму көрәлмәй қелишимиз мумкин. давамлиқ ички күнтәртип билән боғушуп йүрүш  дунйа вәзийитини, болупму инсанийәтниң вә көңүл җуғрапийәмизниң бизгә қанчилик әһмийәт бериватқанлиқини көрәлишимизгә тосалғу болуп қалиду. биз варислиқ қиливатқан мираслар бешимизни көтүрүшимизни, дунйада немиләр болуватқанлиқиға нәзәр селишимизни вә түркийә пәнҗирисидин қариған һалда, бизгә бағланған үмидләрни йашнитишимизни тәқәзза қилмақта.

ундақта төвәндики қурларда лопа әйникимизни қәйәргә қойуп қәйәрдин дунйаға нәзәр селишимиз лазим?

дәрвәқә, бүгүнки дунйаға қариғинимизда 3 асаслиқ мәсилә билән учришимиз. адаләтсизлик, һәмбәһирлишәлмәслик, (йәни инсабсизлиқ) вә һәр хил  мәдәнийәтләр билән бирликтә йашийалмаслиқ.

инсанларниң пүтүн дәрд – әләмлири вә қийинчилиқлирини мана бу 3 чоң мәсилә астиға топлашқа болиду. ундақта инсанийәтниң бу асаслиқ мәсилини һәл қилишқа намзат болалиғудәк өтмүш тәҗрибилири барму? һәммәйләнгә адаләтни омумлаштурған, қошнисиниң ачлиқини ойлиған, мәйли қайси тил, қайси ирқ, қайси тән рәңгигә мәнсуп болушидин қәтийнәзәр, йунус әмрәгә охшаш, йаралғучиларни йаратқучи үчүн сөйгән бир әнәнә барму?

әгәр инсанийәтниң мана шундақ бир әнәниси барла болидикән, бизни қәйәргә елип баридиғанлиқи мәлум болмиған, синақ қилинмиған, пикирләр асасида әмәс, бәлки синақ қилинған вә бизни сақ - саламәт мәнзилгә йәткүзидиған әнә шу әнәнә асасида йүрүшимиз лазим.

адаләт, ортақлишиш вә көп хиллишиш нуқтисидин һәр һалда ғәрб мәдәнийитидә биз бесип өтидиған мусапиләр толиму чәклик. бу җәһәттә бизгә өз мәдәнийитимиз техиму йахши йол башлиғучи болиду.  хорасандин балқанларғичә болған миң йиллиқ сәпиримиз, дуч кәлгән мәсилиләрни һәл қилиш нуқтисидин йолимизни йорутуп беридиған бир майакқа охшайду. мана бу нуқтидин қариғинимизда, истанбулниң техи йүз йил илгирики чағларғичә дунйаниң инсанпәрвәрлик бойичә әң илғар йәр шарилашқан шәһири болғанлиқини ейталаймиз.  һәрқандақ бир қараш, еқим, идеологийә , пикир шәхсләр йалғуз йашайдиған йирақ йеза кәнтләрдә йаки кичик шәһәрләрдә әмәс, бәлки һәр түрлүк охшимаслиқлар бир йәргә җәм болуп йашийалайдиған муһитта техиму чоңқур йилтиз тартиду. чүнки бу хил қарашлар, охшимаслиқлар вә зит қарашлар бирдәк мәвҗут муһитта өзлирини техиму күчәйтиш күчигә игә болиду. бу даиридә истанбул мәшрутийәт вә униңдин илгирики дәврләрдә шундақла йеқинқи заман тарихимизда наһайити пәрқлиқ пикирләр бирликтә мәвҗут болуп туралиған вә өзлирини әркин – азадә ипадилийәлигән бир макандур. истанбул, империйәниң мусулман (түрк, әрәб, корд, албан, бошнақ...) вә ғәйрий мусулман (хиристийан, йәһудий, әрмәни...) қатарлиқ барлиқ мәнсуплири бир йәргә петишалиған бир муһит вә имкандур. бу хил хусусийәткә игә истанбулниң нөвәттики сақлиниватқан мәсилилирини әтраплиқ һалда бәс – муназирә қилиш бирикмисигә игә болғили болидиғанлиқини тәхмин қилиш биләрмәнлик һесабланмайду.

20- әсирдә өз мәдәнийитимиздин йатлишишниң бир хил ипадиси сүпитидә түркийәлик зийалийлар ғәрб мәдәнийитиниң күчлүк тәсиригә учриди. йәнә йеқинқи дәврләрдә мисир, иран, пакистан дегәндәк әлләрдики пикрий һәрикәтләрдинму илһам алди. әлвәттә ғәрб вә шәрқтики өзгиришләрни тәқиб қилиш, пәрқлиқ пикрий қарашлар билән тонушуш вә уларни муһакимә қилиш бир хил утуқ иди. бирақ, бу дөләтләрдики өзгиришләрни йеқиндин тәқиб қилған түркийәлик зийалийларниң йеқинқи заманда охшаш болмиған қатламлар бирликтә йашийалиған вә бу вәҗидин әң кәң пикрий чоңқурлуқни көрүп йәткили болидиған истанбул вә у йәрдики дәталашларни йетәрлик дәриҗидә муһакимә, мулаһизә қилғанлиқини ейтқили болмайду. җумһурийәт дәври билән истанбулниң үстигә артилған йопуқ әпсуски та һазирғичә тәлтөкүс елип ташланғини йоқ.

һалбуки, бүгүнки дунйада инсанлар өз кимликлири билән әркин – азадә йашийалайдиған, чәткә қеқилмайдиған, башқа җайлардики кишиләрниң дәртлири үчүн қайғуридиған қанчә шәһәр барду? шуңа, нөвәттә еһтийаҗимиз чүшүватқан «мәсилиләргә ички қисимдин қарап чарә тепиш» ниң әң мувапиқ вә әң йеқин йоли истанбул бирикмисидур, дейишкә болиду. бу бирикмә, биз дуч кәлгән барлиқ мәсилиләрни йорутуп берәләйдиған шәкилдә үсти йепиқ бир майак мисали оттурида турмақта. бәлки, даңлиқ тарихчи тойнбе көздә тутқан «тохтитилған мәдәнийәт» истанбул бирикимиси болуши мумкин.

«тохтитилмиған» дәврлиридә шәрқ вә ғәрб бирикмисигә игә болған истанбул, нөвәттә биз дуч келиватқан мәсилиләргә чарә тепиштиму бизгә башламчилиқ қилалайду. бирақ нөвәттә бизму бу бирикмидин күчлүк рәвиштә еғип кәттуқ... униңға қайтишқа, у йәрдин башлап илгириләшкә еһтийаҗимиз бар.

бу сәһипә мана мушундақ бир сәпәр үчүн... бир тәрәптин мушундақ мол бирикмисини байқаш, йәнә бир тәрәптин униң нури астида дунйави сақлиниватқан мәсилиләргә чарә тепиш үчүн... аҗритилди.

бу қурлар көплигән тилларға тәрҗимә қилиниду. дунйаниң қәйиридә қайси тил, қайси дин, қайси рәң вә етиқадқа мәнсуп болса болсун, бу дунйави сәпәргә атлинишқа мәнму тәййар, десиңиз, келиң бирликтә атлинайли. йолимиз узун заманимиз қис... қени атландуқ...

аптори: йилдирим бәйазит университети сийасий пәнләр факултети башлиқи пирофессор доктор қудрәт бүлбүл



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر