дикили наһийәси деңиз саһиллирида нурғун чәт әлликләр тутулди

измир вилайитиниң дикили наһийәси деңиз тәвәликидә қанунсиз йоллар билән гиретсийәгә өтүшкә урунған 132 чәт әллик тутулди.

876977
дикили наһийәси деңиз саһиллирида нурғун чәт әлликләр тутулди

түркийә авази радийоси хәвири: саһил бихәтәрлик радарлири бадәмли вә мадран саһилидин йәл қолвақ билән гиретсийә арилиға өтүшкә урунған үч гуруппа көчмәнни байқиди.

учурни тапшурувелип дәрһал һәрикәткә өткән саһил бихәтәрлики хадимлири үч йәл қолвақта айал вә кчик балиларни өз ичигә алған 53 сүрийәлик, 79 африқилиқ көчмәнни тутти.

көчмәнләр мунасивәтлик рәсмийәтләрдин кеййин вилайәтлик көч идарисиға тапшуруп берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر