әрдоған әрсой вә ататүрккә алақидар телеграммилирида бирликниң әһмийитини тәкитлиди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, истиқлал шаири мәһмәт акиф әрсой вапат болғанлиқиниң 81 – йили мунасивити билән тарқатқан телеграммисида бирликниң әһмийитини тәкитләп өтти.

875969
әрдоған әрсой вә ататүрккә алақидар телеграммилирида бирликниң әһмийитини тәкитлиди

түркийә авази радийоси хәвири: әрдоған телеграммисида, «дөлитимизниң мәвҗутлуқини сақлап қелишниң, ислам җуғрапийәсидики наһәқчиликләр, қанунсизлиқлар, зулумларға хатимә беришниң йоли истиқлал маршимиздики роһни җанлиқ тутушқа мувәппәқ болуш мусаписини бесип өтиду» деди.

җумһур рәис әрдоған телеграммисида, әрсойниң миллий қиммәт – қарашларни әкс әттүрүп бәргүчи күрәшчан характери билән бүгүнни йорутушни, йол көрситишни давамлаштуруватқанлиқини билдүрди. у йәнә, мәһмәт акиф әрсойниң пүткүл мусулманларниң қәлблириниң бир вә баравәр болуши йолида күрәш қилғанлиқини әскәртти.

әрдоған, мәһмәт акиф тоғрисида «мәккини, қуддусни өзиниң қиблиси, дәп билидиған пүткүл қериндашлиримизниң бирлишишини тәкитләйтти, залимларға қарши һәммә бирликтә күрәш қилиш ғайисигә игә иди» деди.

әрдоған ғази мустапа кәмал ататүркниң әнқәрәгә қәдәм бесиш хатирә күнини тәбрикләп йәнә бир парчә телеграмма тарқатти. у телеграммисида, «әнқәрәликләр мустәқиллиқ күриши бойичә җанлирини пида қилип, вәтинимизгә вә байриқимизға игә чиқти» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر