истанбулдики такси шопурлири трампниң қуддус қарариға наразилиқ билдүрүшти

истанбулдики такси шопурлириму трампниң қуддусни исраилийәниң пайтәхти сүпитидә етирап қилиш қарариға наразилиқ билдүрүшти.

866470
истанбулдики такси шопурлири трампниң қуддус қарариға наразилиқ билдүрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: истанбуллуқ такси шопурлири америкиниң қуддусни исраилийәниң пайтәхти сүпитидә етирап қилиш қарариға наразилиқ билдүрди.

истанбулниң маслак райониға йиғилған такси шопурлири түркийә байриқини таксилириға есип маңди.

такси шопурлири америкиниң истәнйәдики истанбул консолханисиғичә таксилириниң йаңратқулирини челип маңди.

бу җайда исраилийә әскәрлириниң һуҗуми нәтиҗисидә пәләстиндә шеһит болғанлар билән түркийәдә бултур 15-ийулдики фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати қозғиған һәрбий-сийасий өзгириш әснасида шеһит болғанларниң роһиға атап һөрмәт билдүрүлди.

такси шопурлири америка билән исраилийәгә қарши шоарлар товлашти.

таксчиләр уйушмиси тәрипидин елан қилинған байанатта, америка билән исраилийәниң мәһсулатлирини байқут қилишниң қарар қилинғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر