сулайман шаһ мәқбәриси һөрмәт қаравулханиси әсли орниға йөткилиду

бинали йилдирим түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) омумий кеңишидә қилған сөзидә, тарихий һәқ – һоқуқлири җәһәттики сәргүзликини аңлатти.

866739
сулайман шаһ мәқбәриси һөрмәт қаравулханиси әсли орниға йөткилиду

түркийә авази радийоси хәвири: баш министир бинали йилдирим әсли орни сүрийәдә болуп, кейин 2015 – йили түркийәгә йөткәп келингән сулайман шаһ мәқбәриси һөрмәт қаравулханисиниң бурунқи орниға йөткилидиғанлиқини ейтти. 

бинали йилдирим түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) омумий кеңишидә қилған сөзидә, «шуни билдүрүп қойушни халаймизки, тарихий һәқ - һоқуқлиримиз җәһәттә интайин сәзгүрмиз. сулайман шаһ мәқбәриси һөрмәт қаравулханиси түркийәниң мулкидур. у йәрдә адаққичә түркийә байриқи ләпилдәйду. бихәтәрлик мәсилиси сәвәбидин  қисғинә вақитлиқ бошитилған иди. сүрийәдики ишлар изиға чүшкәндин кейин, сулайман шаһ мәқбириси һөрмәт қаравулханиси қайтидин әсли орнида номал паалийитини башлайду» деди.

сүрийәниң мунбич  райониға қарашлиқ қарақозақ йезисидики сулайман шаһ мәқбәриси һөрмәт қаравулханиси 2015 – йили райондики туқунушлар йуқири пәллигә чиққанлиқи сәвәбидин әшмә йезисиға вақитлиқ йөткәп келингән иди. 

баш министир бинали йилдирим сүрийә вәзийити үстидиму тохтилип, алдинқи йилниң ахирилири һәләбтә елан қилинған уруш тохтитишни пүтүн сүрийәгә кеңәйтиш үчүн астанадә үч тәрәп (түркийә, иран, русийә) һәмкарлиқ һәрикити башлатқанлиқини әскәртти. астанә қарарлириниң тәсири билән районда зорванлиқ нисбитиниң азайғанлиқини вә сийасий һәл қилиш чариси басқучи үстидә хизмәт башланғанлиқини ейтти.

бинали йилдирим ахриқи һәл қилиш чарисиниң террорлуқ билән алақиси болмиған барлиқ гуруппиларни өз ичигә алидиған, болупму земин пүтүнлики вә сийасий бирликини ишқа ашурулған бир сүрийә дөлитини  қайтидин қуруш икәнликини тәкитлиди.

ирақниң хатириҗәмлики, байашатлиқи вә муқимлиқиниңму түркийәгә нисбәтән һайатий әһмийәткә игә икәнликини билдүргән бинали йилдирим, ирақ корд районлуқ һөкүмитиниң ирақниң сийасий бирлики вә земин пүтүнликигә дуел елан қилиш характерилик қанунсиз мустәқиллиқ сайлимиға қарши түркийәниң ирақ һөкүмитиниң йенида болғанлиқини әскәртип, шундақтиму түркийәниң кордларни һәргиз һуҗум нишани қилмиғанлиқини ейттти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر