әрдоған гиретсийә баш министири билән көрүшти

дөлитимиз җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған түркийә билән гиретсийәниң көп тәрәплимик мунасивәтлиригә иҗабий җәһәттин қариши лазимлиқини ейтти.

863623
әрдоған гиретсийә баш министири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған афена зийаритидә гиретсийә баш министири чипрас билән баш министирлиқ мәһкимисидә көрүшти. у көрүшүштә қилған сөзидә, икки дөләтниң бирликтә қилалайдиған нурғун ишларниң барлиқини әскәртип: «бир-биримизниң охшимиған қарашлириға өзара һөрмәт қилған асаста, ортақ мәтпәәткә қарап йүзлинишимиз керәк, музакирәлиримизни униң үстигә мәркәштүрүшимиз керәк. әслидә хәлқлиримизниң бир-бири билән болған ортақ тәрәплири интайин көп. бу җәһәттә идеологийәлик хата қарашлири болғанларни бир йаққа қайрип қойушимиз йетәрлик. түркийә болушимиз сүпитидә, бизниң һечқайси қошна дөләтләрниң земинида көзимиз йоқ» деди.

у мундақ дәп көрсәтти:

«биз өтмүштә бир-биримиз билән өзара киришип кәткән дөләтләрмиз, гиретсийәдә қериндашлиримиз бар, биздиму силәрниң қериндашлириңлар бар. кашки бурунқи хаталиқлар сәвәбидин бир қисим рум хәлқи дөлитимиздин айрилмиған болса. хаталиқларни тарихта қалдуруп, келәчәкни интайин пухта болған асаста қуруп чиқишимиз керәк. буниң үчүн биз қилалайдиған нурғун ишлар бар. әгәр һәқиқий мәнидә охшаш гәп қилишни әмәлгә ашуралисақ, ортақ әқилни тәшкил қилалисақ, бу мәсилиләрни һәл қилалаймиз.»

рәҗәп таййип әрдоған гиретсийә хәлқигә һәм шәхсий намидин һәм түрк хәлқи намидин тәшәккүр ейтти.

гиретсийә баш министири чипрас түркийә-йавропа иттипақи арисида 2016-йили 18-март имзаланған көчмәнләр келишимини тилға алған һалда мундақ деди:

«түркийә вәдисигә әмәл қилип, әгә деңизидики көч долқунини азайтип, келишимгә болған садиқлиқини намайан қилди.»

чипрас: «түркийә җумһурийити җумһур рәиси тәрипидин аридин онларчә йил өткәндә тунҗи қетим әмәлгә ашурулған мәзкур зийарәтниң, кәлгүсидә җәсурлуқ билән қәдәм ташлишимиз үчүн муһим пурсәт икәнликигә ишинимән» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر