«йәрлик күрәшчи айропиланимиз 2023-йили тәййар болиду»

дөләт мудапиә министири нурәттин җаникли TF-X типлиқ йәрлик күрәшчи айропиланниң 2023-йили тәйар болидиғанлиқини билдүрди.

856513
«йәрлик күрәшчи айропиланимиз 2023-йили тәййар болиду»

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министири нурәттин җаникли TF-X типлиқ йәрлик күрәшчи айропиланни 2023-йили асманда пәрваз қилдурушни нишан қилғанлиқлирини ейтти.

әнглийәдә зийарәттә боливатқан баш министир бинали йилдиримға һәһраһ болған министир җаникли, лондонда мухбирларниң соаллириға җаваб бәрди.

TF-X типлиқ йәрлик күрәшчи айропилан лайиһәсиниң толиму муһим икәнликини әскәрткән җаникли мундақ деди: «пүтүн күчимиз билән бу ишни ройапқа чиқириш үчүн һәрикәт қиливатимиз, вақитда пүттүрүшкә тиришимиз, 2023-йили бу иш ройапқа чиқиду.»

йәрлик күрәшчи айропилан лайиһәсиниң түркийәниң зөрүр еһийаҗи икәнликини ейтқан җаникли, нурғун дөләттин технологийәлик җәһәттин йардәм елинғанлиқини,җүмлидин әнглийәниңму бу лайиһәдин орун алғанлиқини ейтти.

400-Sтиплиқ башқурулидиған мудапиә системисиниңму 2019-йили түркийәдә болидиғанлиқини ейтқан җаникли сөзини давамлаштуруп мундақ деди: «бу ишни һәл қилдуқ, мәсилә қалмиди, һөрмәтлик җумһур рәисимизму буни деди, ишлитиш вә контрол һоқуқи биздә, дост-дүшмәнни пәрқләндүрүш системисиму алмаштурулиду, буниң нато  әзалириға һичқандақ хәтири болмайду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر