миллий хәвпсизлик кеңиши йиғининиң тәпсилатлири елан қилинди

җумһур рәислик күллийәсиниң байанатчиси ибраһим калин бүгүн (28-нойабир) миллий хәвпсизлик кеңишиниң җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң башчилиқида топлинидиғанлиқини билдүрди.

856864
миллий хәвпсизлик кеңиши йиғининиң тәпсилатлири елан қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик күллийәси байанатчиси ибраһим калин америка дөләт мудапиә министирлиқи (пентагон, бәш бурҗәклик бина) террорлуқ тәшкилати п к к ниң сүрийәдики гумаштиси й п г һәққидә елан қилған «й п г ни өз ичигә алған сүрийә демократик күчлири билән болған мунасивәтлиримизни давамлаштуримиз» дегән байанати үстидә тохталди. у байанатида: «бүгүн миллий хәвпсизлик кеңиши йиғинимиз бар, музакирә қилимиз, арқидин у һәқтә байанат елан қилимиз» деди.

америка дөләт мудапиә министирлиқи байанат елан қилип, раққәдә террорлуқ тәшкилати даешқа қарши күрәш қилиш үчүн һәмкарлишиватқан сүрийә демкратик күчлири (SDG) ни давамлиқ қоллайдиғанлиқини билдүрүп, уларға бериливатқан һәрбий йардәмгә мунасивәтлик бәзи өзгиришләрни көздин кәчүридиғанлиқини әскәрткән иди.

түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу: «америка пирезиденти доналд трамп билән җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң җүмә (24-нойабир) күнидики телефон сөһбитидә, трамп бундин кейин, й п г ға қорал берилмәйду дәп вәдә бәрди» дегән иди.

бу йилниң ахирқи миллий хәвпсизлик кеңиши йиғинида 2017-йилиға омумий йүзлүк қарап чиқилиду, сүрийә мәсилиси йиғинниң асаслиқ күнтәртип маддиси болиду, өткән һәптә сочида ечилған үч тәрәп йиғинида елинған қарарларға омумийүзлүк қарап чиқилиду.

террорлуқ тәшкилати п к к ниң сүрийәдики гумаштиси й п г ниң мәвҗутлуқи вә елип бериш еһтимали болған африн һәрбий һәрикити мәсилисиму күнтәртипкә қойулиду. йиғинда йәнә, мәмликәт ичи вә сиртида әмәлгә ашурулған террорлуққа қарши күрәш һәрикәтлириму музакирә қилиниду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر