әрдоған телефон дипломатийәсини тезләштүрмәктә

дөлитимиз җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған қатар әмири шәйх тәмим бин һамәд алсани вә булғарийә баш министири бойко борисов билән телефонда көрүшти.

855441
әрдоған телефон дипломатийәсини тезләштүрмәктә

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң қатар әмири вә булғарийә баш министири билән телефонда көрүшкәнлики билдүрүлди. җумһур рәислик күллийәсидин елинған мәлуматларға асасланғанда, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған қатар әмири шәйх тәмим бин һамәд алсани билән көрүшүп, икки дөләт мунасивәтлиридин башқа, өткән һәптә өткүзүлгән сочи йиғининиң тәсиридә оттуриға чиққан сүрийә вәзийтидики йеңи өзгиришләрни асас қилған һалда районлуқ мәсилиләрни муһакимә қилған.

булғарийә баш министири бойко борисов билән телефонда көрүшкәндә, икки дөләт мунасивәтлири, булғарийәниң йавропа иттипақи нөвәтчи рәислики вә түркийәниң йавропа иттипақиға әзалиқ мусаписиниң тезләштүрүлиши қатарлиқ мәсилиләр музакирә қилинған. буниңдин башқа, икки рәһбәр истанбул балаттики «дәмир черкави» ниң 2018-йил 7-йанвардики ечилиш мурасимиға бирликтә қатнишиш тоғрисида пикир бирлики һасил қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر