әрдоған: түркийәниң һәрқандақ бир қиммәт қаришиға тил узартилишиға қәтий йол қоймаймиз

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, түркийәниң һәрқандақ бир қиммәт қаришиға тил узартилишиға қәтий йол қоймайдиғанлиқини ейтти.

855205
әрдоған: түркийәниң һәрқандақ бир қиммәт қаришиға тил узартилишиға қәтий йол қоймаймиз

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис вә адаләт вә тәрәққийат партийәси башлиқи рәҗәп таййип әрдоған партийәсиниң баликәсир вилайәтлик шөбисиниң иккинчи нөвәтлик кеңәйтилгән мәслиһәт мәҗлиси йиғинида сөз қилди. 8 – нойабирдин 17 – нойабирғичә болған арилиқта өткүзүлгән норвегийәдики нато маневирида ататүрк билән өзиниң һуҗум нишани қилинғанлиқиға вә голландийәдә нато әскәрлири тәрипидин өзиниң намида иҗтимаий таратқуда йалған адрес ечилип, натоға қарши учурларни тарқитишиға наразилиқ билдүргән әрдоған, милләтниң иззәт – һөрмитини қоғдаш үчүн намайан қилған ирадә сайисида, бәзи қатламларниң өзлирини оңшивелишқа мәҗбур болғанлиқини ейтти.

әрдоған, «нә маңа, нә җумһурийитимизниң қурғучиси ғази мустапа кәмалға, нә армийәмизгә, нә бу дөләтниң башқа һәрқандақ бир қиммәт қаришиға тил узартилишиға қәтий йол қоймаймиз. болупму бу езиз милләтниң абруйи билән ойун ойнилишиға қәтий рухсәт қилмаймиз» дегәнләрни қәйт қилди.

22 – нойабирда русийәниң сочи шәһиридә чақирилған сүрийә мәсилисигә чарә издәш мәқсәтлик үч тәрәп башлиқлар йиғини тоғрисида тохталған әрдоған, «түркийә, русийә вә иранниң сүрийәдики инсаний тирагедийәгә хатимә бериш үчүн наһайити муһим қарарларни чиқарғанлиқлирини, йеқинда бу қарарларниң иҗабий тәсирлирини әмәлий мәйданда техиму рошән көрүшни башлайдиғанлиқлирини ейтти.

үч дөләт рәһбәрлириниң буниңдин кейин пат – пат учришип туридиғанлиқини әскәрткән әрдоған, «пүткүл дунйа сочидики йиғиндин үмид, муқимлиқ, тинчлиқ вә келәчәк чиқидиғанлиқини көрди. сүрийәлик қериндашлиримиз сочидики йиғин сайисида йиллар өткәндин кейин вәтәнлиригә қайтиш еһтималини көрди» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر