«түркийәниң учқандәк тәрәққий қилишиниң сири мундақ»

баш министир бинали йилдирим түркийәниң учқандәк тәрәққий қилишиниң сириниң ишәнч вә муқимлиқ икәнликини ейтти.

840563
«түркийәниң учқандәк тәрәққий қилишиниң сири мундақ»

түркийә авази радийоси хәвири: йилдирим әрзинҗан валий мәһкимиси вә әрзинҗан шәһәрлик һөкүмәт тәрипидин алтинпаркта өткүзүлгән: «сода дунйаси билән аммиви тәшкилатларниң вәкиллириниң учришиши» намлиқ йиғинда қилған сөзидә, түркийәниң 2012 – йилдин 2017 – йилғичә болған 15 йилдин буйан учқандәк тәрәққий қилип, қудрәт тепиши вә аләмшумул мувәппәқийәтләрни қолға кәлтүрүшиниң сириниң ишәнч вә муқимлиқ икәнликини тәкитләп мундақ деди: «бундақ күчлүк һөкүмәт һакимийәт бешида болмиса, һечкимму келәчикигә мәбләғ салмайду. дөлитимизниң 2012 – йилдин 2017 – йилғичә болған 15 йилдин буйан учқандәк тәрәққий қилип, қудрәт тепиши вә аләмшумул мувәппәқийәтләрни қолға кәлтүрүшиниң сири ишәнч вә муқимлиқтур. биз шунчә көп мувәппәқийәтләрни қолға кәлтүргән болсақму, йәнила буниңлиқ билән қанаәт қилип қалмай, давамлиқ алға илгириләймиз. дөлитимизниң кәлгүси үч йиллиқ тәрәққийат пилани мундақ: түркийә оттура һаллиқ җәмийәттин техиму йуқири сәвийәлик һаллиқ җәмийәткә өтиду. йәни киши бешиға тоғра келидиған миллий киримни 13 миң доллардин йуқири сәвийәгә йәткүзимиз. тәрәққий қилиш нисбитини оттуричә % 5.5 тин ашуримиз. һәр йили 1 милйон пуқрайимизни ишқа орунлаштуримиз.»

йилдирим түркийәниң 15 йил ичидә дөләт мудапийәси санаити саһәсидә йәрлик һәссә қошуш нисбитини % 26 тин % 64 кә йәткүзгәнликини тәкитләп мундақ деди: «шуңа түркийә қолға кәлтүргән аләмшумул мувәппәқийәтләрни сәл чағлимаслиқ керәк. дөлитимиз  қурулмиси наһайити мурәккәп болған бир җуғрапийәгә җайлашқан. шуңа бу җуғрапийәдә өз мәвҗудийитимизни сақлап қелиш толиму қийин. шундақтиму хәлқимиз бу җуғрапийәдә әзәлдин тартипла өз мәвҗудийитини қандақ сақлап қелишни наһайити йахши билиду. җүмлидин биз қанчилиған әсирләрдин буйан бу җуғрапийәдә пәқәт өз мәвҗудийитимизни сақлап қелипла қалмай, йәнә мәзлумларниң, зулумға учриғучиларниң һамийси болуп кәлдуқ. сүрийә вә ирақта йурт – маканлиридин айрилип қалған инсанларни бағримизға бастуқ. түркийәдин башқа һечқандақ бир дөләт бундақ қилғини йоқ. дәрвәқә, бизгә лайиқ болғиниму әнә шу. дөләт ичи – сиртида терроризмға қарши күрәшни қәтий давамлаштуруватимиз. худайим буйруса, әтимиз бүгүнкидинму йахши, истиқбалимиз һазирқидинму парлақ болиду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر