түркийә афғанистанда йүз бәргән террорлуқ һуҗумини әйиблиди

түркийә ташқи ишлар министирлиқи афғанистанниң қәндәһар шәһиридә йүз бәргән террорлуқ һуҗумида әйиблиди.

830480
түркийә афғанистанда йүз бәргән террорлуқ һуҗумини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, мундақ дейилди: «террорлуқ һуҗумини қаттиқ әйибләймиз, һуҗумда һайатидин айрилғанларға аллаһ тааладин рәһмәт, йариланғанларға шипалиқ тиләймиз, афғанистан һөкүмити вә қериндаш афғанистан хәлқигә тәзийә билдүримиз.»

қәндәһар шәһиридики бир һәрбий базида йүз бәргән аптомобил бомба һуҗумида 43 әскәр өлгән, 9 и йариланған, 10 зораван өлтүрүлгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر