қайғулуқ хәвәр: 4 әскәр шеһит болди

п к к террорлуқ тәшкилати террорчилири, һаккариниң йүксәкова наһийәсидә бир һәрбий аптомобилға һуҗум қилди.

819930
қайғулуқ хәвәр: 4 әскәр шеһит болди

түркийә авази радийоси хәвири: п к к  террорлуқ тәшкилати террорчилириниң һаккариниң йүксәкова наһийәсидә бир һәрбий аптомобилға һуҗум қилиши нәтиҗисидә 4 әскәр шеһит болди, 4 әскәр йариланди.

п к к  террорлуқ тәшкилати террорчилири йүксәковаға қарашлиқ әсәндәрә районида йолға алдин орунлаштурған партлатқучни һәрбий аптомобил өтүватқан әснада партлатти. партлашта йариланған әскәрләр дохтурханида балнистқа елинди, хәвпсизлик күчлири, һуҗумни пәйда қилған террорчиларни қолға чүшүрүш үчүн кәң көләмлик һәрикәт башлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر