« қериндашлиққа, бирликкә вә миһир-муһаббәткә толиму еһтийаҗлиқмиз»

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған мусулман дунйасиниң қериндашлиққа, бирликкә вә миһир-муһаббәткә толиму еһтийаҗлиқ икәнликини билдүрди.

817564
« қериндашлиққа, бирликкә вә миһир-муһаббәткә толиму еһтийаҗлиқмиз»

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған қәлбләрниң кәрбәла чөлигә айлинип қалмаслиқи үчүн қериндашлиққа җиддий еһтийаҗ барлиқини билдүрди.

иҗтимаий таратқудики адерсида бу һәқтә учур тарқатқан җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған мундақ деди: «1378 йил илгири йүз бәргән кәрбәла вәқәсидә түрлүк қийин-қистақларға дуч келип шеһит қилинған пәйғәмбәр әләйһиссаламниң нәвриси һүсәйин вә әһли-бәйт әгәшкүчилирини чоңқур йад етимән.»

кәрбәла вәқәсидин савақ елиниши лазимлиқини ейтқан әрдоған учурида йәнә мунуларни қәйт қилди: «қәлбләрниң кәрбәла чөлигә айлинип қалмаслиқи үчүн һәр вақит қериндашлиққа, бирликкә вә сөйгүгә еһтийаҗимиз барлиқини есимиздин чиқирип қоймаслиқимиз керәк.»

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған ашурә күниниму тәбрикләп мунуларни байан қилди: «ашурә күниниң ислам алими вә пүткүл инсанийәт үчүн тинчлиққа, аманлиққа вә хәйирлик ишларға түрткә болушини, муһәррәм ейида тутулған розиларниң қобул болушини җанаби һәқтин тиләймән.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر