бөлгүнчи террористлар уҗуқтурулди

һаққариниң йүксәкова наһийәсидә бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати  п к к ға қаритилған һәрбий һәрикәттә 4 террорист уҗуқтурулди.

812012
бөлгүнчи террористлар уҗуқтурулди

түркийә авази радийоси хәвири: һаққари валий мәһкимисиниң билдүрүшичә, йүксәкова наһийәсиниң икийақа йезисиниң мәзруқ районидики «боран – чапқун» намлиқ һәрбий һәрикәттә п к к лиқ 4 террорист уҗуқтурулған. йәнә бир тәрәптин, түркийә армийәсиниң түнүгүн ирақниң шималидики қәндил, мәтина вә гара районлирида елип барған һәрбий һәрикәтлиридә п к к лагерлири, қорал - йарағ вә оқ - дора искилатлири йәр билән йәксан қиливетилгән. һава һуҗумлириға қатнашқан уруш айропиланлири вәзипилирини мувәппәқийәтлик һалда тамамлиғандин кейин бихәтәр һалда базилириға қайтқан.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر