әрдоған американи әйиблиди

дөлитимиз җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған русийәдин «S-400» башқурулидиған бомбилартоғрисидики байанатлири сәвәбидин американи әйиблиди.

806382
әрдоған американи әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған әнқәрәдә өткүзүлгән шәһәр башлиқлири йиғинида, дөләтни мәвҗуд қилип туруш үчүн немә қилиш керәк болса униң әмәлгә ашурулидиғанлиқини ейтти.

рәҗәп таййип әрдоған американиң: «түркийәниң русийәдин S-400 башқурулидиған бомба сетивалғанлиқидин әндишә һес қилимиз» дегән байанатиға җаваб қайтурди. у мундақ деди:

«бизни S-400 келишими түзди дәп җиддийлишишкә башлиди, қандақ қилсақ болатти? силәрни сақламтуқ. бизму барлиқ хәвпсизлик нуқтилиримизда тәдбир алимиз вә еливатимиз. әмди түркийә учқучисиз айропиланини йасийалайдиған сәвийәгә йәтти, бу дөләтни мәвҗуд қилиш үчүн немә қилиш керәк болса, шуни қилимиз, учқучисиз айропиланму, танкиму йасаймиз.»

у түркийәниң мәмликәт ичи вә сиртидики һәрбий һәрикәтләрдә «пуқраларниң зийанға учримаслиқи» пиринсипидин ваз кәчмигән бир дөләт икәнликини тәкитлиди.

америка ташқи ишлар министирлиқиниң байанатчиси хезер наверт түркийә билән русийәниң  S-400келишими тоғрисида тохталғанда: «натоға әза дөләтләрниң нато системилириға маслишидиған һәрбий қоралларни ишлитиши муһим. әгәр түркийә русийәдин S-400 башқурулидиған бомба сетивалса, бу өлчәмләргә мас кәлмәйду, бу биз үчүн ейтқанда, қайғуға салидиған әһвалдур» дегән иди.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر