әрдоған әҗдадлар кимләргә қарши күрәш қилған болса, өзиниңму шундақ қиливатқанлиқини ейтти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, мушта өткүзүлгән «малазгирт 1071» ни хатириләш йиғилишида сөз қилди.

797225
әрдоған әҗдадлар кимләргә қарши күрәш қилған болса, өзиниңму шундақ қиливатқанлиқини ейтти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, мушта өткүзүлгән анадолу пәтһи қилинған «малазгирт 1071» ни хатириләш йиғилишида сөз қилип, фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң бир пичка икәнликини әскәрткән һалда, «султан алп арслан, султан қилич арслан кимләргә қарши күрәш қилған болса, бизму 15 – ийулда уларға қарши күрәш қилдуқ. ийулда осман ғази, фатиһ султан мәһмәтхан, абдулһәмиди сани хан кимләргә қарши күрәш қилған болса, ғази мустапа кәмал кимләргә қарши күрәш қилған болса, бизму уларға қарши күрәш қилдуқ» дегәнләрни қәйт қилди.

«охшаш ойун, охшаш нишан؛ пәқәт сенарийә вә артислар пәрқлиқ. бу ойунда фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати бир пичкидур. п к к, й п г, п й д, даеш вә башқа террорлуқ тәшкилатлири бир пичкидур» дегән җумһур рәис әрдоған, «һәммиси нәзири вәтинимизгә тикилгән күчләр пайдилиниватқан пичкилардур. бизниң күришимиз пәқәт пичкиларғила әмәс, улардин пайдилиниватқанларға қарши күрәштур» деди.

әрдоған сөзини давамлаштуруп, «тарих бойичә анадолу изчил һалда пүткүл дунйаға бәдәл болған күчтур. султан алпарслан малазгиртта кийгән кепән, бу милләткә рәһбәрлик қилған барлиқ кишиләрниң йәлкисидә турушни давамлаштуруп кәлди» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر