йилдирим: тәҗрибилиримизни сингапор билән ортақлишишқа тәййармиз

дөлитимиз баш министири бинали йилдирим түркийәниң хәлқаралиқ террорлуққа қарши күрәштә топлиған һәр хил тәҗрибилирини сингапор билән ортақлишишқа тәййар икәнликини ейтти.

793849
йилдирим: тәҗрибилиримизни сингапор билән ортақлишишқа тәййармиз

түркийә авази радийоси хәвири: сингапорда дөләт ишлири зийарити даирәсидә түрлүк учришишлар өткүзүватқан баш министир бинали йилдирим сингапор баш министири ли шйәнлуң билән көрүшкәндин кейин, ортақ ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

дөлитимиз баш министири бинали йилдирим баш министир линиң тәклипигә бинаән сингапорни зийарәт қилғанлиқидин мәмнун икәнликини билдүрүп, сингапорниң мустәқиллиқиниң 52-йиллиқини тәбриклиди.

у хәлқаралиқ сәһниләрдә муһимлиқи барғансери ешиватқан шәрқий җәнубий асйа районида қиммәтлик шерик дөләт сүпитидә көрүлгән сингапор билән болған мунасивәтләрниң өзара достлуқ вә ишәнч асасида тәрәққий қилишиға әһмийәт бериватқанлиқлирини билдүрди. у икки дөләт мунасивәтлириниң 2014-йили орнитилған истратегийәлик шериклик мунасивәт вә сингапор баш министири линиң түркийә зийаритидә имзалиған әркин сода келишиминиң нәтиҗисидә йеңи балдаққа көтүрүлгәнликини хатириләтти.

баш министир бинали йилдирим бу қетимқи сингапор зийаритиниң, йеқин вә дост дөләт-сингапор билән мунасивәтләрни теххму тәрәққий қилдуруш нишанини сийасий җәһәттин қоллашниң толуқ испати икәнликини әскәртти.

у сингапор пирезиденти тони танкең йам вә баш министир ли билән икки дөләт мунасивәтлири, районлар ара мунасивәтләр вә дунйаға мунасивәтлик ортақ мәсилиләр үстидә кәң даирәлик пикир алмаштуруш пурситигә еришкәнликини қәйт қилди. у көрүшүшләрдә, икки тәрәп мунасивәтлиридә қолға кәлтүрүлгән нәтиҗиләр вә кейинки йилларға мунасивәтлик һәмкарлиқ орнитиш имканийәтлирини музакирә қилғанлиқлирини әскәртип, хәлқаралиқ сәһниләрдә мәсилини һәл қилиш характерлик һәмкарлиқни техиму күчәйтиш тоғрисидики арзулирини тилға алғанлиқини билдүрди.

у сингапорлуқ вә түркийәлик сода-санаәтчиләр мунбиригә қатнишидиғанлиқидин бешарәт берип: «сингапор йеңилиқ йаритиш характерлик иқтисадий қурулмилири, тәрәққийат сәвийәси вә турмуш өлчәмлиридин башқа, қурулғинидин тартип әмәлгә ашурған ислаһатлири һәмдә нишани билән илһам мәнбәси болуп келиватқан дөләттур» деди.

у сингапорниң шәрқий җәнубий асийа дөләтлири иттипақи (ASEAN) ни асас қилған һалда районда актип рол ойнап, шәрқий җәнубий асийаниң тинчлиқи вә муқимлиқи үчүн муһим һәссә қошуватқанлиқини тәкитлиди. у мундақ деди:

«шәрқий җәнбий асийа дөләтлири иттипақида, түркийәниң дийалог гурупписи ичидин орун елиш мәсилисидә бу айниң бешида чиқирилған қарар үчүн тәшәккүр ейтимиз. буниңда, сингапорниң интайин муһим роли бар. сингапор келәр йили шәрқий җәнубий асийа дөләтлири иттипақиниң нөвәтчи рәиси болиду. бу җәрйанда, шәрқий җәнубий асийа дөләтлири иттипақи билән мунасивитимизни техиму тәрәққий қилдурушни арзу қилимиз, сингапор билән түркийә бир-бирини толуқлайдиған дөләтләр һесаблиниду. мундақчә ейтқанда, түркийә оттура шәрқ вә шәрқий йавропа райониға бивастә хитаб қилалайду, сингапорму йирақ шәрқ вә әтрапидики дөләтләргә хитаб қилалайду, җуғрапийәлик җайлишиш җәһәттики әвзәлликимиздин техиму йахши пайдилиниш имканийитимиз бар дәп ойлаймән.»

у икки дөләт оттурисидики һәмкарлиқни техиму тәрәққий қилдуруш җәһәттә йошурун күчниң барлиқини әскәртип: «асасән ейтқанда, авийатсийә саһәсидики һәмкарлиқ, өз ара селинмиларни техиму йуқири нуқтиларға йәткүзүш, сайаһәтчилик, тор бихәтәрлики вә учур-алақә саһәсидә кәң даирәлик һәмкарлиқ орнитиш имканлири бар. әлвәттә, хәлқаралиқ террорлуққа қарши күрәштә әң көп бәдәл төлигән дөләт болуш сүпитимиз билән, топлиған һәр хил тәҗрибилиримизни сингапор билән ортақлишишқа тәййар икәнликимизни ейтишни халаймән» деди.

баш министир бинали йилдирим ахбарат елан қилиш йиғинини ахирлаштуруп, сингапор пирезиденти билән көрүшти. көрүшүш ахбаратқа йепиқ шәкилдә өткүзүлди вә тәхминән йерим саәт давам қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر