түрк һәрбий парахоти қатарға  йетип барди

т җ г- гөкова намлиқ түрк һәрбий парахоти һәрбий маниверға қатнишиш үчүн қатарға йетип барди.

781163
түрк һәрбий парахоти қатарға  йетип барди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә деңиз армийәсигә тәвә т җ г- гөкова намлиқ һәрбий парахот, қатарниң пайтәхти доһаниң шәрқий җәнубидики һамәд портиға йетип барди.

қатар мудапиә министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, түркийә деңиз армийәсигә тәвә т җ г-гөкова намлиқ һәрбий парахотниң қатар билән түркийә бирлишип өткүзмәкчи болған һәрбий маниверға қатнишиш үчүн 214 кишидин тәшкил тапқан һәрбий әтрәт билән қатарға йетип барғанлиқи билдүрүлди.

түркийә вә қатар деңиз армийәлири тәрипидин өткүзүлидиған  һәрбий маниверниң һамәд порти, доһа һәрбий базиси вә қатар деңиз тәвәликидә елип берилидиғанлиқи алаһидә әскәртилгән байанатта мундақ дейилди: «бу қетимқи һәрбий манивер ашқунлуқ вә терроризимға қарши күрәш қилиш үчүн түркийә билән қатар оттурисидики һәрбий һәмкарлиқ даирисидә өткүзүлиду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر