нуман қуртулмуш фәтһуллаһчиларға  йумшақ көңүллүк қилмайдиғанлиқини ейтти

муавин баш министир нуман қуртулмуш хаинларчә һәрбий исйан йүз бәргәнликиниң 1 – хатирә йили үстидә алаһидә тохталди.

771261
нуман қуртулмуш фәтһуллаһчиларға  йумшақ көңүллүк қилмайдиғанлиқини ейтти

 

түркийә авази радийоси хәвири: нуман қуртулмуш түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти)да т р т қанилиниң пирограммисиға қатнашти.

нуман қуртулмуш фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң гәрчә аммивий тәшкилат қийапитигә киривилишқа шунчә урунған болсиму, 15 – ийулда маскиси йиртилип ташланғанлиқини билдүрди.

нуман қуртулмуш дөләт органлирида һазирму фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати әзалириниң мәвҗут болуш еһтимали барлиқини тәкитләп, «бу узун йил давамлишидиған бир күрәш. соқунуп киривалғанлар тазилиниду. иштин қоғлап чиқирилиду. хата кәткән йәрләр болса түзитилиду. сәвирчанлиқ билән күрәшлиримизни давамлаштуримиз. қанунниң үстүнликидин ваз кәчмигәнгә охшаш бәк йумшақ көңүллүкму болуп кәтмәймиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر