нуман қуртулмуш стразбургда 15-ийулни чүшәндүрди

муавин баш министир нуман қуртулмуш фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң 2016-йили 15-ийулдики һәрбий исйани қаршисида йезилған қәһриманлиқ дастанини фирансийәдә хәлққә чүшәндүрди.

770803
нуман қуртулмуш стразбургда 15-ийулни чүшәндүрди

түркийә авази радийоси хәвири: муавин баш министир нуман қуртулмуш йавропа түрк демократлар иттипақи (UETD) ниң стразбургда өткүзгән паалийитигә қатнашти вә муһим сөз қилди. у: «биз 15-ийул күни дуч кәлгән хаинлиқ, түрк земини вә түрк тарихи дуч кәлгән әң чоң хаинлиқларниң алдида туриду» деди.

у 15-ийулни түрк хәлқиниң һәргизму унтумайдиғанлиқини әскәртип, фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати вә униң шериклириниң бир тәрәплимә қарашларни пәйда қилиш һәрикәтлиригә қарши сәгәк болушни чақириқ қилди.

у 15-ийулни паалийәтлиригә рухсәт қилмиған йавропадики бәзи дөләтләрни тәнқид қилди вә буниң демократийәгә хилап икәнликини тәкитлиди.

у ахирида, фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиға қарши күрәшниң адаққичә қәтийлик билән давамлишидиғанлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر