әрдоған путин билән үнүмлүк учришиш елип барди

түркийә – русийә мунасивәтлириниң районда пәйда қилған иҗабий муһитиниң һәр икки дөләт хәлқигә шундақла дунйаға пайдилиқ үлгә болғанлиқи билдүрүлди.

766977
әрдоған путин билән үнүмлүк учришиш елип барди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған германийәдә өткүзүлидиған г 20 дөләтләр гуруһи алий дәриҗилик рәһбәрләр йиғини җәрйанида русийә пирезиденти виладимир путин билән көрүшти.

учришиш тәхминән бир саәт давамлашти. түркийә һәйитидә муавин баш министир мәһмәт шимшәк, ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, иқтисад министири ниһат зәйбәкчи, енергийә вә тәбиий байлиқлар министири бәрат албайрақ, миллий истихбарат тәшкилати мәслиһәтчиси һақан фидан, җумһур рәислик баш катип муавини вә байанатчиси ибраһим калинму орун алди. 

әрдоған учришишниң ахбаратчиларға очуқ қисмидики сөзидә, түркийә – русийә мунасивәтлириниң районда пәйда қилған иҗабий муһити үстидә тохтилип, буниң һәр икки дөләт хәлқигә шундақла дунйаға пайдилиқ үлгә болғанлиқини ейтти.

әрдоған иқтисадий мунасивәтләр, сайаһәт вә мудапиә санаити җәһәттики бу илгириләшләрниң түркийә - русийә мунасивәтлирини техиму күчлүк һалға кәлтүридиғанлиқиға ишинидианлиқини тәкитләп: «һәммидин муһими, тәбиий һалда сүрийә, ирақ мәсилиси вә буниңға алақидар райондикиләрниң учришишимиздин күтүватқан арзулириниң интайин йүксәк болғанлиқидур. мән учришишмизға бу нуқтидинму әһмийәт беримән. һазирға қәдәр путин билән бирликтә оттуриға қойған ирадимизға нисбәтән өзәм вә миллитим намидин рәхмәт ейтимән» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر