әрдоған түркийә қуруқлуқ армийәси қурулғанлиқиниң 2226 – йилини тәбриклиди

әрдоған: «қуруқлуқ армийәмизниң дөләтлик вә хәлқаралиқ саһәләрдә өз үстигә алған вәзипә – мәсулийәтлирини худдий илгирикигә охшашла кәлгүсидиму утуқлуқ һалда ада қилишни давамлаштуридиғанлиқиға ишинимән» деди.

760193
әрдоған түркийә қуруқлуқ армийәси қурулғанлиқиниң 2226 – йилини тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған қуруқлуқ армийә қоманданлиқ иштабиниң террорлуқ тәшкилатиға қарши елип бериливатқан күрәшниң әң асаслиқ күчини тәшкил қилидиғанлиқини тәкитлиди.

әрдоған түрк қуруқлуқ армийәси қурулғанлиқиниң 2226–йили мунасивити билән қуруқлуқ армийә баш қомандани генерал – полковник салиһ зәки чолаққа телеграмма йоллиди.

әрдоған тәбрик телеграммисида: «қуруғлуқ армийә қоманданлиқ иштабимиз дөләт бихәтәрликимизни вә миллий мәнпәәтимизни қоғдаштики әң үнүмлүк күчимиздур» деди.

әрдоған тәбрик телеграммисида йәнә: «қуруқлуқ армийә қоманданлиқ иштабимизниң вәтән сөйгүси вә алий мәсулийәт еңи билән дөләтлик вә хәлқаралиқ саһәләрдә өз үстигә алған вәзипә– мәсулийәтлирини худдий илгирикигә охшашла кәлгүсидиму утуқлуқ һалда ада қилишни давамлаштуридиғанлиқиға ишинимән» дегән сөзләргә орун аҗратти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر