түркийә 7 дөләтниң қатар билән дипломатик мунасивәтни тохтитиш қарари тоғрисида ипадә билдүрди

ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу, 7 дөләтниң қатар билән болған дипломатик мунасивәтлирини үзүши тоғрисида байанат бәрди.

746098
түркийә 7 дөләтниң қатар билән дипломатик мунасивәтни тохтитиш қарари тоғрисида ипадә билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу, нөвәттики әһвалдин әпсусланғанлиқини билдүрди. әнқәрәдә дөләт ишлири зийаритидә болуватқан германийә ташқи ишлар министири габриел билән өткүзгән қошма мухбирларни күтүвелиш йиғинида йәттә дөләтниң қатар билән дипломатик мунасивитини үзүши тоғрисида тохтилип, «мәвҗут мәсилиләрни тинч усулда һәл қилиш үчүн, һәрқандақ әһвалда дийалог давам қилиши лазим» деди.

сәуди әрәбистан билән бәһрәйн бүгүн әтигәндә қатар билән дипломатик мунасивәтлирини тохтитишни қарар қилғанлиқини уқтурғаниди. қатарни «терроризм» ни қоллаш билән әйиблигән сәуди әрәбистан билән бәһрәйндин кейин, мисир, әрәб бирләшмә хәлипилики, йәмән, ливийә вә молдавийәму қатар билән болған дипломатик мунасивәтлирини тохтатқанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر