йилдирим: раққә һәрбий һәрикити башланди

баш министир бинали йилдирим бир иптар зийапитидә сөз қилип, бир қанчә айдин буйан тәййарлиқ хизмәтлири давамлишиватқан раққәни даештин қутқузуш һәрбий һәрикити> ниң башлиғанлиқи билдүрди.

745340
йилдирим: раққә һәрбий һәрикити башланди

түркийә авази радийоси хәвири: баш министир бинали йилдирим, «2 – ийунни 3 – ийунға туташтурған кечә, буниңдин илгири пиланланған <раққәни даештин қутқузуш һәрбий һәрикити> башлиди. бу җәһәттә америка қошма иштатлири һәрбий һәрикәттин илгири керәклик мәлуматларни бәрди» деди.

әнқәрә, америка қошма иштатлириниң п к к  террорлуқ тәшкилатиниң сүрийә гумаштиси й п г билән һәмкарлиқ орнитишидин биарам болуватқан болуп, бу әһвал һәр қайси дәриҗә бойичә оттуриға қойулди. вашингтон болса, буниң таллаш әмәс, бир мәҗбурийәт икәнликини илгири сүрүп җаваб бәрди.

йилдирим бу мусапиниң йеқиндин тәқиб қиливатқанлиқини вә түркийәгә капаләт берилгәнликини ейтип, «берилгән капаләт раққә һәрбий һәрикитидә ишлитилидиған қоралларниң кейинчә дөлитимиздики террорлуқ гуруппилириниң қолиға өтмәслики вә террорлуқ һәрикәтлиридә хәвпсизлик күчлиримизгә, хәлқимизгә қарши ишлитилиш еһтималиниң оттуриға чиқмаслиқи. буни алаһидә тәқиб қилидиғанлиқлирини билдүрди» дегәнләрни қәйт қилди.

йавропа иттипақи, хусусән германийә – түркийә мунасивәтлириму баш министир йилдиримниң күнтәртипидә иди. ахирқи нишанниң йавропа иттипақи билән болған мунасивәтләрниң түзитилиши икәнликини тәкитлигән йилдирим сөзи җәрйанида, «болупму 16 – апрелда өткүзүлгән җумһур рәислик һөкүмәт системисиниму өз ичигә алған асасий қанунға өзгәртиш киргүзүш омумий хәлқ беләт ташлаш паалийити долқуни җәрйанида йириклишип кәткән мунасивәтләрниң буниңдин кейин һәм йавропа иттипақи шерикчилик мусаписиниң нормаллаштурулуши һәм германийә билән икки тәрәп мунасивәтлиримизниң қайтидин изиға чүшүрүлүши бизниң түп пикримиз, әмма бу, бир тәрәпниң ирадиси билән болидиған иш әмәс. германийәниңму бу йөнилиштә һәрикәт қилиши асастур» дегән ибариләрни ишләтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر