әрдоған америкилиқ мутәхәссис үстидин әрз сунди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған твиттерда фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати намида йазмиларни тарқатқан игилик тикләш институти мутәхәссиси үстидин әрз сунди.

744721
әрдоған америкилиқ мутәхәссис үстидин әрз сунди

түркийә авази радийоси хәвири: дөлитимиз җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған твиттер адресидин америка игилик тикләш иниститутиниң мутәхәссиси майкил рубин тоғрисида «җумһур рәискә һақарәт қилиш», «террорлуқ тәшкилати намида җинайәт өткүзүш» җинайәтлири үстидин әрз сунди.

җумһур рәисниң адвокати һүсәйин айдин әнқәрә җумһурийәт баш тәптиш мәһкимисигә тоққуз бәтлик әрзни тапшурди.

әрзнамидә, майкил рубин һәмбәһирлигән әқил вә логикиға уйғун болмиған әйибләшлири вә һақарәт қилишни мәзмун қилған йазмиларниң пәқәт җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанғила әмәс, бәлки түркийә җумһурийитигә болған өчмәнликниң әкс етиши икәнлики қәйт қилинди.

әрзнамидә йәнә, майкил рубин пат-пат түркчә йазмиларниму һәмбәһирләйдиғанлиқи вә твиттерда тарқатқан түркчә учурлириниң фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати намида тарқитилғанлиқи вә рубинниң бу шәкилдә фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати намида җинайәт өткүзгәнлики әскәртилди.

рубинниң фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң 15-ийулдики мувәппәқийәтсиз һәрбий-сийасий өзгириш қозғашқа урунушидин кейин йазған йазмилири җәмийәтниң қаттиқ наразилиқиға учриған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر