сүрийәликләрниң җәраблусқа қайтиши давам қилмақта

буниңдин алтә йил илгири башланған ички уруштин қечип түркийәгә кәлгән сүрийәлик мусапирлар, фират қалқини һәрикити даирисидә даеш террорлуқ тәшкилатидин халийлаштурулған районларға қайтишни давамлаштурмақта.

730298
сүрийәликләрниң җәраблусқа қайтиши давам қилмақта

түркийә авази радийоси хәвири: қарқамиш наһийәсидә ғазиантәп валийлиқ мәһкимиси тәрипидин тизимға елинған сүрийәликләр, вилайәтлик көчмәнләр идариси хадимлириниң назарити астида дөләтлиригә қайтмақта.

айаллар вә балилар қошулуп күндә оттуричә 200 сүрийәлик, нәрсә – керәк вә йүк – тақлирини алған һалда қарқамиш таможна еғизиға берип, бихәтәрлик тәкшүрүшлиридин өткәндин кейин җәраблусқа өтмәктә. әркин сүрийә армийәси хадимлири, мәзкур кишиләрни таможна еғизида күтүвелип, йүк – тақлирини аптомобилларға бесип өйлиригичә апирип қоймақта.

24 – авғустта башлиған фират қалқини һәрикитиниң биринчи күнидин буйан түркийәдин җәраблусқа қайтқан сүрийәликләрниң сани 38 миңға йәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر