бинали йилдирим молдавийәдә рәсмий зийарәттә болмақта

баш министир бинали йилидирим бүгүн йәнә, 4 – нөвәтлик хәлқара гагавуз түрклири қорултийиға қатишиш үчүн гөкоғуз йери аптоном райониға бариду.

726941
бинали йилдирим молдавийәдә рәсмий зийарәттә болмақта

түркийә авази радийоси хәвири: бинали йилдирим түнүгүн молдавийәдә түркийәлик сода – санаәнчиләр билән хизмәт зийапитидә бир йәргә җәм болди.

ахбаратқа йепиқ шәкилдә өткүзүлгән вә бир саәт давамлашқан йиғинға муавин баш министир туғрул түркәш, ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, хизмәт вә суғурта ишлири министири мәһмәт муәззиноғлу, иқтисад министири ниһат зәйбәкчиму қатнашти.

бинали йилдирим рәсмий учришишлирини дөләтлик меһман сарийида өткүзүлгән қарши елиш мурасими билән башлиди. мәнсәпдиши павел пилип билән дәсләптә айрим, андин  һәйәтләр ара учришиш елип барди. өзара келишимләрни имзалиғандин кейин ,қошма ахбарат елан қилиш йиғини чақирилди.

бинали йилдирим фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң һәрбий сийасий өзгириш қозғашқа урунуш һәрикити җәрйанида, молдавийәниң түркийәниң йенида урун алғанлиқини миннәтдарлиқ билән қарши алғанлиқини билдүрүп, «молдавийә дост бир дөләт болуш сүпити билән бүгүнгә қәдәр түркийәгә зийан йәткүзидиған һечқандақ тәшкилатниң вә һечбир паалийәтниң арқисида орун алмиди. буниңдин кейинму шундақ болиду. буниңға толуқ ишинимиз һәмдә бу җәһәттә тутқан позитсийәсигә рәһмәт ейтимиз» деди.

молдавийә баш министири павел пилипму молдавийәниң түркийәдики һәрбий өзгириш қозғаш урунушини шу һаман әйиблигәнликини билдүрүп, түркийәдә йүз бәргән башқа террорлуқ вәқәлириниму әйибләп келиватқанлиқини тилға алди. бу қетимқи учришишта кәң даирилик бихәтәрлик мәсилилириниму музакириләшкәнликини ейтти.

баш министир бинали йилидирим бүгүн молдавийә пирезиденти игор додон, парламент башлиқи андирийан җанду биләнму айрим айрим учришиш елип бариду. андин сотсийалистлар партийәси башлиқи зинайда гиреҗийани билән көришиду.

баш министир бинали йилидирим бүгүн йәнә, 4 – нөвәтлик хәлқара гагавуз түрклири қорултийиға қатнишиш үчүн гөкоғуз йери аптоном райониға бариду. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر