«әрмәни җамаитиниң һузури, бихәтәрлики вә бәхт – саадити наһайти муһим»

җумһур рәис әрдоған әрмәни җамаитиниң һузури, бихәтәрлики вә бәхт – саадитиниң наһайти муһимлиқини ейтти.

719428
«әрмәни җамаитиниң һузури, бихәтәрлики вә бәхт – саадити наһайти муһим»

түркийә авази радийоси хәвири: әрдоған истанбулдики әрмәни черкавида өткүзүлгән диний мурасимиға телеграмма йоллиди.

җумһур рәис телеграммиисида мундақ деди: «дөлитимиздики әрмәни җамаитиниң һузури, бихәтәрлики вә бәхт – саадити наһайти муһим. һечбир әрмәни пуқрайимизниң чәткә қеқилишиға, өзини иккинчи синип пуқрасидәк һес қилишиға сәвр – тақитимиз йоқтур.»

хәлқләр ара мунасивәтләрни күчәйтишниң ортақ нишан икәнликини тәкитлигән әрдоған мундақ дәп көрсәтти: «қанчә әсирдин буйан хушаллиқтиму, ғәм – қайғудиму биллә йашап келиватқан икки хәлқниң өтмүштин қалған йарилирини теңиши вә инсаний мунасивәтлирини күчәйтиши наһайти зор әһмийәткә игә болуп, бу һәммимизниң ортақ нишанидур. бу даиридә йеқинқи 14 йилдин буйан наһайти көп қәдәмләрни ташлидуқ, тарихий характерлик ислаһатларни елип бардуқ, османли әрмәнилириниң хатириси вә әрмәни мәдәнийәт мираслириға саһиб чиқиш йолида ишләватқан хизмәтлиримизни алдимиздики мәзгилдиму изчил давамлаштуримиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر