җиддий һаләт йәнә үч ай узартилди

муавин баш министир вә һөкүмәт байанатчиси нуман қуртулмуш министирлар кеңишиниң җиддий һаләт муддитини узартишни қарар қилғанлиқини билдүрди.

715025
җиддий һаләт йәнә үч ай узартилди

түркийә авази радийоси хәвири: муавин баш министир нуман қуртулмуш җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған башчилиқида җумһур рәислик күллийәсидә министирлар кеңиши йиғини давамлишиватқан пәйттә, мухбирларға байанат бәрди. униң билдүрүшичә, җиддий һаләт 2017-йили 19-апрел (чаршәнбә) әнқәрә вақти саәт 01:00 дин башлап үч ай узартилидикән вә бу һәқтики қарар түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) ниң тәстиқлишиға сунулидикән.

нуман қуртулмуш: «16-апрелдики реферандумда түрк демократийәси ғәлибә қилди, реферандумға қатнишиш нисбити %85 дин йуқири болди. бу пуқралиримизниң демократийәгә игә чиқишқа әһмийәт беридиғанлиқини көрситип бериду» деди.

у алий сайлам кеңишиниң реферандум нәтиҗисини рәсмий гезиттә елан қилғандин кейин, 18 маддиниң иҗра қилинишқа башлинидиғанлиқини ейтти.

у йәнә, реферандум нәтиҗиси рәсмий гезиттә елан қилинғандин кейин, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң адаләт вә тәрәққийат партийәсигә әза болуши үчүн һечқандақ тосқунлуқниң қалмайдиғанлиқини әскәртти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر